Күз келип, иссиқ яқларға учуп кетидиған қушлар баһарда әсли маканиға қайтип келиду. Қайтидин кона җайға уга селип, ана маканида өз тирикчилигини давамлаштуриду. Тили йоқ, көләми, худди бизниң муштумимиздәк кичиккинә қушларниң бу һәрикити — һәйран қаларлиқ иш. Демәк, туғулған йәргә дегән муһәббәт пәқәт инсанларғила хас һиссият әмәс. Бәлки җимики тирикчиликкә мәнсүп муқәддәс сезим десәк, мубалиғә болмас.
Ана жут. Туғулған йәр. Вәтән… Бу атилиши һәрхил, амма түп-томури бир улуқ уқумлар. Инсан үчүн туғулған зиминниң бир сиқим тописиғичә әтивалиқ. Бу бағлинишни тил билән ейтип йәткүзүш мүмкин әмәс. Пәқәт дил билән сезиниш һаҗәт. Мүмкин, Вәтәнгә дегән муһәббәт туғулған йеримизниң сап һаваси яки сүзүк сүйи арқилиқ бойимизға тарап, жүригимизгә қуюлидиғанду?.. Мүмкин, туғулған йәрниң тописиға киндик қенимиз билән биргә пак муһәббитимиз сиңидиғанду?.. Әйтәвир, бу мунасивәтни ушбу жипсиз бағлинишни изһарлашқа мунасип сөз техи яралмиғандәк… Нә бир дана, нә бир шаир-язғучиму ана жутиға, туғулған йеригә вә Вәтинигә болған бар муһәббитини сөз қилип йезип түгитәлмисә керәк?! Бир сөз билән ейтқанда, Вәтәнгә дегән муһәббәт — чәксизлик бәлгүси кәби. Мәңгүлүк… Мана шу мәңгүлүк муһәббәттин қувәт елип, Мәңгүлүк әл болушни мәхсәт қилған Қазақстан йүз оттуздин ошуқ милләтниң Вәтини һесаплиниду. Кәң байтақ қазақ ели — барчә қазақстанлиқларниң алтун угиси. Қанчә жирақ кәтсиму, кинәйдиған ата-макани, киндиги билән бағланған туғулған йеридур.
Қазақстан өз мустәқиллигигә еришкәндин кейин, Елбасы — Тунҗа Президентимиз Нурсултан Әбишоғли Назарбаев бир чаңирақ астида бәхитлик һаят кәчүридиған дөләт һасил қилди. Бир чаңирақтин төкүлгән нур барчә милләткә тәң чечилиши үчүн бир қанунлуқ дөләт қурди. Худди, кигиз өйниң керегелиридәк, барчә милләт тәңһоқуқлуқ болди. Бирликниң арқисида қазақ елиниң чаңириғи егиз көтирилип, абройи ашти, шөһрити ташти. Қол тутушқан милләтләрниң өмлүктә төккән тәри бепаян далани гүлләндүрди. Азатлиқ үчүн күрәшкән ата-бовилиримизниң қан-тәри сиңгән топраққа җан әта қилип, йеңи замандики йеңи Қазақстанниң һулини салди. Буйриса, азатлиқниң оттуз жиллиқ тойини тойлаш алдида туримиз. Мустәқилликкә еришкән оттуз жилниң ичидә дунияға тонулған дөлитимиз тәрәққий әткән оттуз дөләтниң қатариға қошулушни көзлимәктә. Қазақстанниң бу мәхсәткә қол йәткүзүши үчүн йүз оттуздин ошуқ милләт қазақ хәлқи билән бир сәптә тәр төкмәктә. «Бирлик бар йәрдә, тирикчилик бар» демәкчи, қетиқтәк уйиған бирлигимиз баркән, у күнләрму жирақ әмәс. Бәрикитимиз – бирликтә!
Аллаға шүкри, оттуз жилдики әмәс, ахирқи үч-төрт жилдики утуқлиримизму санап түгәткүсиз. 2011-жили Қазақстанда дәсләпки қетим қишлиқ Азия оюнлири өтти. Елимизниң шәнини қоғдиған спортчилиримиз йәтмиш медальниң саһиби болди (униң 32 — алтун, 21 — күмүч вә 18 бронза). Тил-көздин жирақ, яш дөләт болсиму тәрәққий әткән әлләр билән биллә Қазақстанимизниң техи ашар даванлири нурғун. 2012-жилниң 22-ноябрида Қазақстан 2017-жили өтидиған аләмлик көргәзмини өткүзүш һоқуқиға егә болди. Хәлиқара көргәзмә бюроси әзалириниң қатнишиши билән Астана (һазирқи Нур-Султан) йүз үч аваз топлиди. Шундақ қилип, 2017-жили Қазақстанда дәсләпки қетим хәлиқара «ЭКСПО» көргәзмиси уюштурулди. Үч айға созулған мәзкүр көргәзмигә аләмниң тәрәп-тәрәплиридин үч миллион турист иштрак қилди. Әнди көргәзмини өткүзүшкә 115 мәмликәт билән 22 хәлиқара тәшкилат ат селишти. «ЭКСПО» көргәзмиси Қазақстанни аләмгә тонутти. Чегара ешип кәлгән туристлар елимизниң тәбиитигә һәм тәрәққиятиға һәйран болуп қайтишти.
2018-жилниң 1-январидин башлап Қазақстан йәнә бир чоң җавапкәрчиликни зиммисигә алди. Йәни, БМТниң бехәтәрлик кеңишигә рәислик қилишқа башлиди. Һә, 2019-жил болса, Яшлар жили сүпитидә ядимизда қалди. Өткән жили дөлитимиздә яшлар үчүн зор мүмкинчиликләр яритилип, әл келәчиги болған яш әвлатни роһландурди. Шундақла рәһбиримизниң олтириши болди. Елбасы — Тунҗа Президентимиз Нурсултан Әбишоғли Назарбаев өз ихтияри билән вакаләтлигини тохтитип, 9-июньда өткән Президент сайлимида 70 пайиздин ошуқ аваз топлиған Қасым-Жомарт Тоқаев мустәқил Қазақстанниң тизгинини өз қолиға алди. Елбасы сәяситини давамлаштуруп, Мәңгүлүк әлниң келәчиги үчүн көч башлиған Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев бир чаңирақ астидики хәлиқләрниң бирлигини сақлап, әл тәрәққиятини алға сүрмәктә. Аләмни чарлиған таҗсиман вирус еғирчилиқ салған бүгүнкидәк вәзийәттиму биринчи новәттә хәлиқниң ғемини қилип, өзгә әлләргә үлгә болмақта. Илаһим, һәрдайим башқиларға пәқәт яхши қиримиздин үлгә болуп қалайли!
Сабирәм ӘНВӘРОВА