Ақтамдин Берлинғичә…

0
1,071

Бийил инсанийәт тарихида алтун һәрипләр билән йезилған Улуқ Ғалибийәткә 75 жил толиду. Йәтмиш бәш жил… Бу бир адәмниң пүтүнсүрүк һаят йоли. Шунчилик узақ вақит өтсиму, худди түнүгүнки күндәкла әвлат ядида сақлинип туриду. Ата-бовилиримизниң қәһриманлиғи биз үчүн та әбәткә үлгә болғуси. Яш әвлат әҗдатлиримизниң әрлигини мәңгү әстә сақлайду. Фашизмни гөргә тиқип, аләмгә течлиқ туғини тиккәнләр бизниң ядимизда. Улар биз үчүн әбәдий қәһриман…

Дуния тарихидики бу сәһипиниң йезилишиға бизниң жуттинму өз үлүшини қошқанлар аз әмәс. Бүгүнки таңда у батурлиримиз бу дунияда йоқ болсиму, уларниң җасарити, басқан йоли нәврә-чәврилиригә ривайәт болуп мәңгүгә ейтилиду. Жут чоңлириниң баян қилишичә кона Ақтамдин 150кә йеқин адәм урушқа атланған. Кона Ақтамниң астидики егиз чоққа бүгүнки күндә ядикарлиқ болуп, өткән жилларниң ялдамисидәк сақланмақта. Уруш қатнашқучиси, маһир уюштурғучи, колхозниң гүллинишигә бебаһа үлүш қошқан Нүсипқожа Қырықбаевниң башланмиси билән селинған бу ядикарлиқ кониниң көзидәк, ақтамлиқлар үчүн тәвәрүк җайларниң биригә айланди.
Хош, нәқ шу йәргә ядикарлиқниң орнитилишида чоңқур мәна бар. Кониларниң ейтишичә, дәл шу чоққидин урушқа маңғанларни аяллар, гөдәкләр қол шилтишип узитишқан, шундақла, узаққа созулған уруш зәрдавидин қийинчилиқ көргән арқа сәптики аҗиз җанлар билән балилар шу чоққиға чиқип урушқа кәткәнләрни күткән екән. Сеғиниш, йоқсизчилиқ, күтүш нәқәдәр еғир десиңизчу?! Җүмлидин, уруш һәққидә сүрүштүрүп жүрүп, кона Ақтамдин фашизмниң ордиси Рейстагқичә арилиқни бесип өтүп, ана жутиға қайтип кәлгән Абдуллаев Ибраим бовай һәққидә аңлап, әриксиз қолумға қәләм алдим.
Ибраим Абдуллаев 1923-жили он биринчи айниң йәттинчи күни Уйғур наһийәсигә қарашлиқ Ақтам йезисида туғулған. 18 йешиғичә мәлидә тәлим-тәрбийә алған яш жигит 1941-жилниң сентябрь ейида җәң мәйданиға атланған. Шу жили Талғар шәһириниң әтрапида икки ай давамида һәрбий тәйярлиқтин өтүп, ноябрь ейида Украина үчүн болған күрәшкә қатнишиду. Днепрни ишғал қилиш үчүн өткән шиддәтлик җәңләрдә тавлиниду. Ф.Толбухин башчилиғидики 3-Украина мәйдани тарихта қалди. Мана шу җәңләрдә Ибраим Абдуллаев қәһриманлиқ көрсәткән екән. 221-атқучилар дивизиясиниң җәңчиси Украина азат етилгәндин кейин Шәрқий Европиниң, йәни Польша, Румыния, Белоруссия, Венгрияниң азатлиғи үчүн қан кечиду. Уруш давамида үч мәртә еғир яридар болсиму, госпитальда давалинип қайта урушқа қатнашқан җәңгивар жутдишимиз 1945-жили Германияниң пайтәхти Берлин үчүн болған җәңдә алаһидә көзгә чүшкән. Ибраим Абдуллаев уруштин кейинки Германияни қелипиға кәлтүрүш үчүн 1948-жилиниң май ейиғичә һәрбий хизмәттә болған.
Уруштин кейинки колхоз ишлириға паал қатнишип, Түргендики механизаторларни тәйярлайдиған училищеда билим елип, тракторчи, комбайнчи, бригадир, йезилиқ кеңәшниң башчиси хизмәтлирини атуқуруп, 1983-жили һөрмәтлик дәм елишқа чиқиду. Өмүрлүк җүпти Саадәт момимиз билән үш қиз, икки оғул тәрбийиләп қатарға қошуп, 2007-жили аләмдин өтти. Ибраим Абдуллаев җәң мәйданидики қәһриманлиғи үчүн «ІІ дәриҗилик Улуқ Вәтән уруши 1941-1945-ж.ж.» ордени билән, шундақла «Украинини азат әткини үчүн», «Белоруссияни азат әткини үчүн», «Германияни азат әткини үчүн», «Венгрияни азат әткини үчүн», «Кеңәш Иттипақиниң маршали Жуков намидики медаль» вә башқиму онлиған медальларниң, пәхрий ярлиқларниң саһиби аталған. 1995-жили «Уйғур наһийәсиниң Пәхрий пухраси» атиғи берилгән.
Бүгүнки таңда бир кочидин иккинчи кочиға бериштин еринидиған биз үчүн Ақтамдин Берлинғичә болған мусапини қанлиқ күрәштә бесип өткән бовимизниң ирадиси бизгә үлгә. Қайтмас батурлуқ, қайғу-һәсрәт, миллионлиған җанниң қан-тәри бәдилигә кәлгән течлиқниң баһасини биз дайимән қәдир тутишимиз керәк. Күнләр өткәнсири уруш қатнашқучилириниң қатари азийишқа башлисиму, тарихниң бу варақлириниң сияси һеч қачан өчмәслиги лазим. «Өтмүшсиз келәчәк йоқ», демәкчи тарих қәһриманлириниң әрлигини келәчәк әвлатларға йәткүзүш бизниң муқәддәс борчумиз.

Аршалим ДӘВЛӘТОВ,
Ақтам оттура мәктиви мудириниң тәрбийә иши бойичә орунбасари

 

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

“Ардагерлерді ардақтайық” жобасы

“Ардагерлерді ардақтайық” жобасы аясында 9 мамыр мерекесінде бүгін “AMANAT” партиясы Ұйғыр…