Коронавирус – елимиз үчүн чоң бир синақ. Биз бу синақниму бирлигимиз арқилиқ йеңимиз. Мошундақ қийин вәзийәттә бир-биримизгә яр-йөләк болуш арқилиқла, қийинчилиқларни артта қалдуралаймиз. Шу җүмлидин, елимиздики пидаий яшларниң иш-һәрикити көпчиликни толиму мәмнун қилмақта. Җумһурийитимизниң һәр тәвәсидики яшлар тәшәббус көтирип, көплигән хәйрихаһлиқ чарилирини уюштуруватиду. Ваһаләнки, мошундақ ишлар наһийәмиздиму йолға қоюлмақта.
Яшлар-ниң күч чиқи-риши арқилиқ әмәлгә ешиватқан ишлар һәққидә йеқиндин билиш үчүн наһийәлик Яшлар ресурслуқ мәркизиниң йетәкчиси Нурсултан Болатоғли билән хәвәрләшкән едуқ.
– Бу қийин пәйттә биз биринчи новәттә көп балилиқ вә турмуш тәминати төвән аилиләргә, яшанғанларға ярдәм қолумизни сунушимиз һаҗәт. Шу мәхсәттә наһийәмизниң он төрт йезилиқ округидики яшлар йетәкчилири қизғин паалийәт жүргүзүватиду. Яшлар ярдәмгә муһтаҗ җанларни озуқ-түлүк вә медицинилиқ буюмлар билән тәминләп, чүшәндүрүш ишлирини йолға қоймақта, – дәп сөз башлиди наһийәлик Яшлар ресурслуқ мәркизиниң йетәкчиси Нурсултан Болатоғли.
– Мошундақ хәйрихаһлиқ ишлирини уюштурушта наһийәдики тиҗарәтчилиримиз һамийлиқ қилип, яшларни қоллап-қувәтлимәктә. Өз новитидә изгү ишқа өз үлүшини қошқиси келидиған яшлиризму чәттә қеливатқини йоқ, – деди у.
Дәрвәқә, яшларниң тәшәббуси билән атқурулған бир қатар изгү ишларниң гувачиси болғинимиз раст. Атап ейтсақ, йеқинда Уйғур наһийәлик Яшлар ресурслуқ мәркизиниң уюштуруши, наһийәлик тиҗарәтчилик бөлүминиң башчиси Бинара Сыдықбекованиң вә бир түркүм яшларниң һамийлиғи билән «Мейірімді Жетісу» намлиқ акция өткүзүлди. Акцияниң асасий мәхсити – ярдәмгә муһтаҗ аилиләргә, имканийити чәкләнгән җанларға озуқ-түлүк вә гигиенилиқ буюмларни таритип, вирусниң алдини елиш үчүн турғунларға сақлиқ чарилирини чүшәндүрүшкә қаритилди. Шундақла, яшларниң тәшәббуси билән хәйрихаһлиқ ишлирини әмәлгә ашуруш үчүн ихтиярий түрдә мәбләғ топлинип, көп балилиқ, тәминати аз аилиләргә ярдәм көрситиливатиду. Мана мошуниңға охшаш әмәлгә ешиватқан чоң-кичик чарә-тәдбирләр чач-етәктин.
Бийил елимиздә Пидаийлар жили. Әл бешиға күн чүшкән бүгүнкидәк қийин әһвалда яшлар тәрипидин ясиливатқан яхшилиқлар көпкә үлгә боларлиқ. Һәммидин бурун, яш әвлатниң изгү ишларниң уютқиси болуп, хәлиқ үчүн хизмәт қиливатқанлиғи хурсән қилиду.
Сабирәм ӘНВӘРОВА