Инсан қайси кәсип егиси болмисун, өз ишиниң билимдани,
маһирлиғи билән тәң билим нәзәрийәсини яхши үгәнгән, униң әмәлиятини
муваппәқийәтлик өтүгән (орунлиған) болуши лазим. Бүгүн биз шу қурларға лайиқ
болған, көп жиллардин тибабитимизгә, йәни саламәтлик саһасида әмгәк етип,
көпчиликниң көңлидин чиқип келиватқан наһийәлик мәркизий ағриқханиниң 34 жил
әмгәк стажға егә болған һәмшириси Камиләм Мурадуллаева һәққидә сөз қилмақчимиз.
Камиләм Зәйнидин қизи Мурадуллаева Чоң Ақсу
йезисиниң Долата мәһәллисидә 1961-жили 10-октябрь күни деханлар болған Зәйнидин вә Патәмләрниң
аилисидә дунияға кәлгән. Бәш балиниң бири болған Камиләм 1978-жили Чоң Ақсу
оттура мәктивини тамамлап, бир жил колхозда түрлүк ишларни ишләйду. Бир жил
стажға егә болған у 1979-жили Қазақ ССР саламәтликни сақлаш министрлигиниң Җумһурийәтлик
медицина училищесиға һөҗҗәтлирини тапшуруп, 1981-жили «Балиларни давалаш» һәмшириси
мутәхәссислигини елип чиқиду. Шу жили Алмутидики №12-шәһәрлик ағриқханида
дәсләпки иш паалийитини һәмширә болуп башлайду. У йәрдә үч ай ишләп,
ата-анисиниң илтимаси билән 1981-жилниң ахирида Уйғур наһийәлик мәркизий
ағриқханиниң терапия бөлүмигә келип, 1982-жилғичә һәмширә, 1982-1983-жиллар
арилиғида Кентау шәһиридә терапия саһаси бойичә участкилиқ һәмширә болуп
ишләйду. 1985-1986-жиллири наһийәмиздики туғутхана бөлүмидә, 1986-1997-жиллири
неврология бөлүмидә, 1997-2000-жиллар арилиғида наһийәлик пәрзәнтхана бөлүмидә
ишләйду. 2002-жилдин етиварән бүгүнки күнгичә наһийәлик мәркизий ағриқханисиниң
терапия бөлүмидә һәмширә болуп ишләп кәлмәктә. Көрүп турисиз, Камиләм инсан
саламәтлиги йолида давалашниң түрлүк орунлирида әмгәк етип тавланған һәмширә
екәнлиги билинип туриду. К.Мурадуллаева мәһкимә рәһбәрлириниң һәр қандақ
тапшурмилирини тибабәтниң қанун-қаидилиригә мунасивәтлик адил орунлап,
кәсипдашлири арисида шөһрәт қазанған. Униң әмгәклири мунасип баһаланған; җүмлидин,
2017-жили Қазақстан Җумһурийитиниң Мустәқиллик күни һарписида саламәтликни
сақлаш саһасиға қошқан үлүши үчүн «Ең үздік мейірбике» дипломи билән
тәғдирләнди. Шундақла, үлгилик һәмширә конкурсида алдинқи үчлүктин көрүнүп,
маддий вә мәнивий соғатлар билән мукапатланған. Униңдин башқа тәшәккүрнамә,
грамота вә башқиму ярлиқларниң саһибидур. Камиләм иш биләнла чәкләнмәй, җәмийәтлик-көпчилик
ишларниңму тәшәббускари һәм тәшкилатчисидур. Шуңа һәр вақит мәһкимә рәһбәрлиги
униңға миннәтдарлиғини билдүрүп, кәсипдашлири арисидики иллиқ мунасивитигә һәм җавапкәрлик
ишиға апирин ейтиду. Бизниң «Саламәтлик
сақчилириниң биринчи вәзиписи немидә?»- дегән соалимизға Камиләм Мурадуллаева:
-Биринчидин инсанлар арисидики мунасивәт.
Чүнки бәзи бемарлар бизниң иллиқ инкаслиримиз биләнла дава тепиши мүмкин. Биз
һәр бир бемарни меһир-муһәббитимиз билән күтүвалимиз. Ким болушидин қәтъий
нәзәр, һәммигә бирдәк муамилидә болуп, меһир-муһәббәтлик болуштур. Тилиңизни
ширин қилсиңиз, бириниң кәйнидин күлмисиңиз, қолуңиздин кәлгиничә яхшилиқ
қилсиңиз, һәммиси әтә өзиңизгә қайтип келиду, әмәсму. Дунияға қандақ көз билән қарисиңиз, дуния,
әтрапиңиздики адәмләрму худди сиздәк җавап қайтуриду. «Немә тәрсәң, шуни оруйсән»,
дегән ибарә бекар ейтилмиғандә,- дәп өз ишиға нисбәтән көз қаришини чүшәндүрди.
Өйгә кирсә ана, талаға чиқса ата болуп,
мәшәқәтлик күнләрдә һеч кимгә дәрдини ейтмай, дәрт-һәсрәтни ичигә жутуп, әлни
көргәндә күлүп, ялғуз болғанда жиғлап жүрүп, үч балини тәрбийиләп вайиға
йәткүзүп, уларни заман тәливидә қатарға қошуватқан, мәхсус билим җайлирида
оқутқан, үч нәврини бағриға басқан ана Камиләм Зәйнидин қизи мана шундақ иш
кезәр, өз ишиниң маһири, ирадиси жуқури, көпниң иҗабий инкасиға егә болған тәҗрибилик
һәмширидур.
-Сизни хапа қилғанларға қандақ мунасивәттә
болисиз? Бириниң дилиға азар бәрмәмсиз?
-Бирәвниң дилиға билмәстин азар йәткүзүп қойсам, зорға икки күн чидаймән. Кәчүрүм соримисам, көңлүм җайиға чүшмәйду. Мени бири хапа қилғудәк болса, өзәмни гунаһкар сезинимән; өзәмдин қандақту бир яримас хислитимдин азар чәккән дәп ойлаймән. Әгәр биридин интайин дилим ағриса, алаһидә җайда жиғлавалимән, бәзи һалларда өзәмни аңлимиған адәмдәк тутимән,- дәп өзиниң ички дуниясидин сир чәкти Камиләм. Биз бу тәдбирчан җуганниң алий хислитигә, меһри-муһәббитигә қайил болуп, «Миң яшаң! Сизни қәдир тутқан кәсипдашлириңиз билән қолуңиздин шипа тапқан бемарлириңизниң қәлбидин чоңқур орун алғайсиз…», дегән нийитимизни билдүрүмиз.
Худавәди Мәңсүров