Басты бет Спорт ЙЕҚИМЛИҚ ЙЕҢИЛИҚ

ЙЕҚИМЛИҚ ЙЕҢИЛИҚ

0
266

Йеқимлиқ йеңилиғимиз бар. Йеқинда наһийәлик балилар вә яш өсмүрләр спорт мәктивиниң шагиртлиридин тәшкилләнгән баскетбол командисиниңҗумһурийәтлик турнирға қатнишип, І орунға еришип қайтти.

Йәни, наһийәмиз яшлири Алмута вилайитиниң спорт вә тәнтәрбийә башқармисиниң уюштуруши билән Жамбул наһийәсиниң Пәхрий граждини, КСРО спорт маһири Әбдибай Бақытжан Әбдибайулыниң 80 жиллиғиға мунасивәтлик 2010-2011-жили туғулған яш өсмүрләр арисида уюштурулған җумһурийәтлик турнирда ғәлибә қазанди. Уларниң мәшиқләндүргүчиси Сәйпидин Садақовниң тәкитлишичә, буниңғичә шагиртлири Қонаев шәһиридә баскетболдин оғуллар арисида өткән Алмута чемпионатида І орунға еришкән екән.

– Мән шагиртлиримниң бу қетимму йеңишни қолдин бәрмәйдиғанлиғиға камил ишәндим. Уларниң баскетбол билән мәшиқлинип келиватқиниға алтә жил  болди. Һәрбириниң спортқа дегән муһәббити өзгичә. Баскетбол улар үчүн – биринчи орунда. Бу қетимқи оюнда шагиртимиз Назар Нуршидиновниң «Турнирниң әң илғар оюнчиси» аталғанлиғиниму тәкитләп кәтмисәм болмас. Тоғриси, мән һәрбир шагиртимниң  келәчигидин чоң үмүт күтимән. Шундақла, командини тәйярлашта йеқиндин ярдәм бериватқан кәсипдашлирим Сухраб Әмирдинов билән Расул Һошуровқа рәхмәт ейтимән, –  деди упәхирлиниш илкидә.

Яшлиримизниң җумһурийәтлик мусабиқидә волейболдин І орун елиши наһийә тарихида биринчи мәртә йүз бериватқан вақиә. Шуңа, бу наһийә үчүн чоң хошаллиқ болди. Бу йеңиш – алдабуниңдинму чоң утуқларниң башланмиси болиду дәп үмүт қилимиз.

Сабирәм ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Телеканалы «Qazaqstan» и «Qazsport» покажут бой Жанибека Алимханулы в прямом эфире

7 декабря 2025 года чемпион мира в среднем весе по версиям WBO и IBF Жанибек Алимханулы пр…