Қазақстан йеңи тәрәққият басқучиға қәдәм ташлиған бүгүнки күндә мәмликәтниң сәясий системисида муһим өзгиришләр йүз бәрмәктә. Йеқинда өтидиған Қурултай депутатлириниң сайлими әл һаятидики әң муһим сәясий вақиәләрниң бири болмақ. Бу сайлам йеңи Конституция асасида өткүзүлидиған дәсләпки умуммиллий сәясий кампания һесаплиниду. Шу жүмлидин, наһийәмиздә «Әдилет» партиясиниң Уйғур наһийәлик сайламалди штаби рәсмий ечилип, тәрғибат-тәшвиқат ишлирини башлиди. Штабниң ечилиш мәрасимида униң тәркиви тонуштурулуп, алдики …