Наһийимиздә йәнә бир заманивий саламәтликни сақлаш мәһкимиси ишини башлиди. Дунияйүзлүк саламәтлик сақлаш күни һарписида Шерин йезисида йеңидин селинған заманивий фельдшерлиқ-акушерлиқ пунктниң (ФАП) ечилиш мәрасими болуп өтти. Йезидики йеңи мәһкиминиң ечилиш мәрасимиға наһийә рәһбәрлиги, саламәтликни сақлаш саһасиниң хадимлири вә жут турғунлири қатнашти. Тәнтәнилик чарә-тәдбирдә дәсләпки сөзгә чиққан наһийә һакими Бота Елеусизова шеринлиқларни хошаллиғи билән тәбрикләп, дөләт тәрипидин йеза хәлқиниң турмуш …
БУ НОВӘТ ШЕРИНДА