9-Май. Әтигәнлик саат 11,00. Тағ бағриға жайлашқан гөзәл йезиларниң бири Чоң Ачиноқа мәһәллисидә зор тәнтәнә. Бу күни жут әһлиниң барлиғи йезидики Заманбек Баталханов намидики оттура мәктәп бенасиниң алдидики мәйданға жиғилған. Йешиллиққа пүргәнгән мәһәллини күн өз нури билән қизитип, алаһидә бир нәпис һид һәдийә қиливатқандәк сезиләтти. Мәктәп алди вә мәйданчә түрлүк нәқишләр, рәсимләр вә шиарлар билән безәлгән. Бу көрүнүш һәқиқий хошаллиқтин …