Муштири топлаш – 2026 – Ким болуп ишләйсиз? – Журналист. – Ооо. Қайси телеканалда? – Гезитта. – Гезит? Һазир гезитни ким оқуйду?! Әмгәк йолумни башлиған ушбу он жилдин буян бу диалог мениң һаятимда талай қетим тәкрарланди. «Һазир гезитни ким оқуйду?». Растимни ейтсам, кейинки вақитта мошундақ соал қойидиған адәмләргә мийиғимда күлүпла қойидиған болдум. Чүнки гезит оқумайдиған адәмгә мениң һәр қандақ җававим …