Мән хошнилирим билән йеқинда шипаханидин чиққан Айлихан һәдәмни йоқлап кирдим. У айиғини аяп бесип, һойла-арамни бесиқтуриватқан екән. Киришимизгила маңа алаһидә қарап, әпти-бәширисини бирдин өзгәртти. Униң бу көрүнүшиниң сәвәвини мән яхши билимән. Униң бирәр адәмдин дили яки көңли қалса, балағәткә толмиған балиларниң қилиғини қилип домсийивалидиған хошнам, бу дөрән мени соғла қарши алди. Мән һеч немә болмиғандәк, елип киргән «соғамни» дәстихан үстигә …