Ушбу жили октябрь ейиниң иккиси күни наһийәмизниң мәдәнийәт өйидә уйғур мәтбуатиниң сәркиси болған «Или вадиси» гезитиниң 90 жиллиқ сәнәси наһийәмиз турғунлиридин ташқири, вилайәт өлкилиридин кәлгән меһманлар билән биллә дағдуғилиқ атап өтүлди. Бу сәнә наһийәлик уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң тәшәббуси вә наһийәлик һакимийәтниң қоллап-қоллиши билән уюштурулған. Бу күни әтигәнлик саат онлар чамисида мәдәнийәт өйи алдида мәйрәмлик кәйпиятта кәлгән адәмләр бир-бири билән …