1-Май Қазақстан хәлқи үчүн чоң мәйрәмләрниң бири болуп һесаплиниду. Мәйрәмниң мәхсити – әлдики 130дин ошуқ һәр хил милләт вә дин вәкиллириниң бир-бири билән болған һөрмәт-еһтирамини ашуруп, инақлиқ билән иттипақлиқни, умумий қәдрийәтләрни тәшвиқат-тәрғибат қилиштин ибарәт. Һәр жили нишанлинидиған бу мәйрәм күни һәр хил милләтләрниң вәкиллири бирлик, инақлиқ, течлиқ вә разимәнликтә яшаватқанлиғини ипадиләйду. Шуниму алаһидә тәкитләймизки, бу мәйрәм һәр хил милләт вәкиллириниң …