Баһар пәслиниң дәсләпки күни, йәни анилар мәйрими һарписида Президентимиз Н.Ә.Назарбаевниң хәлиққә йоллиған «Бәш иҗтимаий тәшәббус» намлиқ мураҗиити, иҗтимаий саһани йеңилашқа беғишланған алаһидә бир башланма болди. Бу болса һәммимизниң көңлидики ойимиз еди. Мураҗиәттә көрситилгән барлиқ саһалардики хәлиқләрниң йүксилиши, паравән турмуши, яшаш шараити вә башқиму тирикчиликләр хусусида берилгән көрсәтмилири мени тәврәндүрүп, хошаллиққа бөлиди. Униңда көрситилгән ишлар елимизниң, хәлқимизниң паравән турмуши тоғрисида алаһидә-алаһидә …