Инсанлар бир-биригә тиләк ейтқанда дуниядики җими яхшилиқларни бир еғиз сөзгә муҗәссәмләп «Бәхитлик болуң!» дәп йәткүзиду. Немишкиду билмидим, әйтәвир, «Бәхитлик болуң!» дегән сөз қулаққа шундақ йеқимлиқ аңлиниду. Әмәлиятта нурғунимиз бу сөзниң мәзмуниға чөкүп кәтмисәкму, ушбу тиләктин кейин һаятимизда күтүлмигән бир өзгириш болидиғандәк үмүт билән яшаймиз. Әслидә бәхит дегән немә? Мәйли ишиниң, ишәнмәң бир өмүр мошу соалға җавап тапалмайдиғанларму бар. Өмүрдә бир …