Медицинилиқ сақландуруш хусусида бийилқи жилниң сәвир ейидин тартип тәрғибат-тәшвиқат ишлири шиддәтлик йосунда қолға елинип, наһийәмиздики барлиқ тәвәләрдә жүргүзүлди. Бу мәсилә үстидә шипаханиниң вәкиллири, тәғибат-тәшвиқат объектлири, әхбаратлиқ васитилар вә башқиму вакаләтлик уюшмилар билән комиссияләр өз мәзгилидә медицинилиқ сақландуруш һәққидә чүшиникләр бәрди. Бийилқи жилниң чиллә (июль) ейидин башлап, мәҗбурий иҗтимаий медицинилиқ сақландуруш системиси өз ишини башлиди. Шу ишниң бериши наһийәмиздә сақландуруш фондиға …