Дөләт рәһбиримиз өткән жилқи «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалисида ейтқандәк, «Туғулған йәргә» болған муһәббәт уни сөйүш, асираш һәм баһалаштин башлиниду. Туғулған йәрниң һәр бир қум-теши, гүл-гиясини сақлаш бизниң борчимиз. Сәвәви, атамакан әҗдаттин-әвлатқа қалдурилидиған әң чоң мирастур. Йәр-су демәкчи, йәр шариниң өпкиси һесаплинидиған орманларниң сақлиниши муһим мәсилә екәнлиги талашсиз. Йеқинда наһийәлик һакимийәт имаритиниң мәҗлис залида өткән баш қошушта ушбу мәсилә …