Деханчилиқ, бағвәнчилик, малчилиқ, һүнәрвәнчилик – йеза хәлқиниң бурун-бурундин мәшғул болуп келиватқан ата кәспидиндур. Башқичә қилип ейтсақ, йеза егилиги бу – наһийә хәлқиниң тапавәт көзи, күн-көрүш мәнбәсидур. Дәрһәқиқәт, әлниң тәрәққияти йезиларниң тәрәққиятидин башлиниду. Сәвәви, йемәк-ичмәк, кийим-кечәкни ишләп чиқиридиған заводлар шәһәрләрдә болғини билән, ишләп чиқиришқа ишлитилидиған мәһсулатниң барлиғи йезилардин елиниду. Шуни нәзәрдә тутқан дөләт рәһбиримиз Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев өзиниң бийилқи Мәктүбидә …