Шатлиқ вә ғәзәп, сөйгү вә чүшкүнлүк, нәпрәт вә яшаш хаһиши, умумән, инсанниң жимики һис-туйғулирини башқурушта гармонлар тәсирчанлиқ вәзиписини атқуриду. Улар бизниң роһимиз, мүжәзимиз, теримизниң һалити, көрүнүшимиз, ғәйритимиз, хулләс, пүтүн әзайимизға тәсир қилиду. Мошу һаләтләрниң гөдәкләр тәғдиригә бағлиқ мәсилилири һәққидә Уйғур наһийәлик мәркизий ағриқханиниң тәжрибилик акушери Дилбәр Әйсарова Имаш қизиға «Һамилидар аялниң гормонал фони бузулған, йод миқдари кам яки ошуқ болса, …