Интернетқа үгәнгинимиз шунчә, һәқиқәтән янфонсиз һаят кәчүрәлмәйдиған дәриҗигә йәттуқ. Ятсақ-турсақ йенимиздин айримайдиған бу қурулғуни қувәтләшкә қойған һаләттиму, қешидин жирақ кетәлмәй, қолимизға алғичә тәлмүрүп кетимиз. Шундақ. Телефонимиз өчсә, худди вақит тохтап қалғандәк, өзимизни қоярға йәр тапалмай тит-тит болидиғинимизму ялған әмәс. Бир һесаптин, һазир униңсиз ишимиз пүтмәс болди. Һәтта, биргә иккини қошсақму, телефонға сүйинип, бешимизни артуқ ағритмайдиған болдуқ. «Илгири адәмләр …