Пандемия башлинип нурғунлиған дөләтләр ғәзнисиниң көп қисмини саламәтликни сақлаш саһасиға сәрип қилди. Йеңи дохтурханиларни турғузуп, медицина хадимлириниң маашини өсүрүшкә көңүл бөлди. Әлвәттә, Қазақстанму шу қатарда… Елимиз биринчи новәттә дохтурхана вә дохтур тапчиллиғи мәсилисини һәл қилишқа тиришти. Та бүгүнки күнгә қәдәр бу мәсилә күн тәртивидин чүшкән әмәс. Гәпни созмай, наһийәмиздики әһвалға тохталсақ, өлкимиздики һәр йезида дохтурлуқ амбулатория …