Тарих бәтлиригә қанлиқ һәрипләр билән йезилған Улуқ Вәтән уруши миллионлиған адәмниң өмрини қийди. Төрт жилниң ичидә төкүлгән қан вә тәр һәм шу жилларға жуғурилған қайғу-һәсрәт һәдди-һесапсиз… Талай аилә қара хәт билән қайғу жутти. Талай җәңчи из-түзсиз йоқилип, йолиға тәлмүргән йеқинлири жиллар өтә үмүтини үзди. Һә, җәң мәйданидин аман-есән қайтқанларниң тәңдин толиси мейип болди. Уруш уларниң тенидила әмәс, жүригидиму тиртиқ қалдурди. …