Басты бет Спорт МУХБИРЛАР МУСАБИҚИСИ

МУХБИРЛАР МУСАБИҚИСИ

0
1,925

Инсанниң башқа тирикчилик егилиридин бирдин-бир артуқчилиғи у – тили. Йәни униң сөзләш қабилийитидур. Инсан бойидики бу хисләт этикиға мувапиқ кәлгәндила, сөзниң қудрити ешип, мәнаси рошән, аңлиниши гөзәл болиду. Кәсипләрниң ичидә тил чевәрлигини қәтъий түрдә тәләп қилидиған мутәхәссислик – мухбирлиқ дәп кесип ейталаймән, чүнки мәйли икки еғиз сөз болсун уни һәммигә чүшинишлик қилип йәткүзүш һәр қандақ инсанниң қолидин келивәрмәйду.


 

 

 

Бир қаримаққа, оқурмәнләр үчүн бир парчә мақалини йезиш 5-10 минутлуқ иштәк көрүнүши мүмкин. Лекин мухбир болғучи үчүн язған һәр бир җүмлисиниң кәйнидә чоңқур ой, мәшәқәтлик әмгәк ятиду. Буни сөз маһийитини чүшинидиған инсанларла көрәләйду, әлвәттә. Таңни-таң демәй, кечини-кечә демәй әхбарат жиғип, хәлиқни җәмийәттики йеңилиқлардин хәвәрдар етишта мухбирларниң әмгиги зор.
Компьютер, қәғәз-қәләм, гезит-журнал, китап-дәптәр… Буларни пайдилиниш үчүн адәм балиси ой, билим, тилини бир нуқтиға кәлтүрүшни билиши керәк. Һәр күни гезит-журнални тәшналиқ билән күтүп, көк экрандин йеңилиқларни өткүзмәй көрүдиған аһалә журналистларниң ейтқан һәр сөзигә шәк-шүбһисиз ишиниду. Сәвәви, журналистлар – җәмийәтниң әйнигидур.
Өткүр ойлуқ, сөзгә чечән журналистларниң әмгигини хәлиқ болсун, мәмликәт болсун жуқури баһалайду. Униң ярқин бир дәлили – 28-июнь – алақә вә әхбарат хадимлириниң кәспий мәрикисидур. Шуниңға мунасивәтлик, йеқинда Алмута вилайитиниң ички сәясәт башқармиси, Алмута вилайитиниң тәвәлик коммуникацияләр хизмитиниң уюштуруши билән Талдықорған шәһириниң «Жастар» спорт сарийида журналистлар күни һарписида «ZHETYSU CUP» намлиқ мухбирлар арисида вилайәтлик спартакида болуп өтти. Спартакидиниң асасий мәхсити – Қазақстан Җумһурийитиниң әхбарат васитилири вәкиллириниң арисида сағлам һаят тәризини несиһәтләш, спорт билән давамлиқ мәшһул болушиға зәмин яритип, Қазақстан Җумһурийити-ниң барлиқ өлкилиридә АӘВ вәкиллириниң спортлуқ чевәрликлирини риваҗландурушқа қаритилди. Бу күни журналистлар ой әмәс, бәлки күчни чепиштурди. Спортниң бир қанчә түридин мусабиқиләр уюштурулди. Атап ейтар болсақ, әрләр арисида чоң футбол, қизлар арисида волейбол, үстәл тенниси, арқан тартиш, әркин пирамида (бильярд) қатарлиқ оюн түрлиридин жүгрүкләр ениқланди.
Мәзкүр иш-чаридә «Қарадала тынысы-Қарадала нәпәси» гезитиниң мухбирлири «Қарадала» намлиқ команда қуруп, наһийәмизниң шәнини қоғдап қайттуқ. Махтиниш билән ейтип өтүш керәкки, иштрак қилған командилар ичидә бирдәк спортлуқ кийимимиз (спортлуқ форма) билән бирдин һәмминиң диққитини өзимизгә җәлип қилдуқ. Пәқәт кийим җәһәттинла әмәс, спорт җәһәттинму бирлигимиз билән көзгә чүшүп, мукапатлиқ орунларға сазавәр болдуқ. Волейболдин «Қарадала» һәм «Райымбек» талланма командисини қуруп, «Талғар», «Жетісу» гезити , «Ескелді» командилири билән мусабиқигә чүшүп, 2 мәртә ғалиб қазинип, алдиңқи үчинчи орундин көрүндуқ. Ағамча тартиштин вилайәтлик «Жетісу» газети биринчи орунға, «Жетісу» телеканали үчинчи орунға муйәссәр болса, наһийәлик гезитларниң ичидин пәқәт бизниң команда 2 орунни егиләп, йеңишни қолдин бәрмидуқ. Волейболдин үчинчи, ағамча тартиштин иккинчи орунға еришип, медаль, диплом һәм командимиз «Тәшәккүрнамә» елишқа муйәссәр болди.
Бир күнгә созулған спартакида журналистлар мәйриминиң башланмиси болди. Һәқиқәтәнму, қәғәз-қәләмдин баш көтәрмәйдиған мухбирлар үчүн мошундақ мусабиқиләрниң әһмийити жуқури. Спартакиадида әң муһими йеңиш яки йеңилиш болмиди, бир залға җәм болуп, тенимизни чиниқтуруп, зеһнимизни дәм алдуруп, роһий озуқ алғинимизниң өзи бир ғенимәттур. Бийилқи башланма келәси жилиму өз давамини тапиду дәп ишинимиз.
Пурсәттин пайдилинип, хизмәтниң жүкини тәң көтирип, хошаллиғимизниму, бир парчә ненимизниму тәң бөлүшүп, бир кәсипниң тизгинини тутуп келиватқан «Қарадала тынысы – Қарадала нәпәси» гезитида тинмай әмгәк қиливатқан кәсипдаш ака-һәдилиримни мубарәк мәйримимиз билән тәбрикләймән. Қәләм тутқан қоллиримиз талмай, беқиндурмиған чоққилиримиз қалмиғай!


Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АТ ҮСТІНДЕ АТОЙЛАҒАН ЖІГІТТЕР

Ұлттық спорт дегеніміз – жауынгерлік жаттығу. Бұған көкпар, аударыспақ, теңге ілу, садақ а…