Басты бет Басты ақпарат Билим – барлиқ ишикниң ачқучи!

Билим – барлиқ ишикниң ачқучи!

0
938

Заманйеңилиқлириниңачқучи – билим. Тәрәққиятниң тәливи – билимлик әвлат. Йәни, билимсиз
риважлиниш, алға илгириләш әсла мүмкин әмәс. Әгәр тәрәққий әткән 30 әлниң
қатариға қошулушни мәхсәт қилимизкән, әң биринчи, билим саһасиға әһмийәт
бәргинимиз әвзәл. Жүмлидин, Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев «Bіlіm jáne Ǵylym!» намлиқ томуз конференциясидә муһим сәкиз мәсилини
муһакимигә салди.

         «Билим бериш тәңсизлигини йоқитишниң әһмийити зор. Бу
проблема көплигән тәрәққий әткән әлләр үчүн муһим вә хәлиқниң
ижтимаий-ихтисадий турмуш шараити билән зич мунасивәтлик. Шәһәрдики вә йезидики
балилар арисидики билим дәрижисидә пәриқ болмиши керәк. Билим стандартлири
бирхил болуши лазим». Бу Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң конференциядә тилға
алған йәттинчи мәсилисидур.  Мәлумки,
Қазақстанда туғулған һәр бир бала оттура мәктәптә һәқсиз оқуп, билим елишқа
һоқуқлуқ. Йәни, оқуғучилар миллитигә, ата-анилириниң турмуш шараитиға қарап
бөлүнгән әмәс. Буниңдин кейинму шундақ болғуси. Әксичә, билим беришниң
баравәрлигигә техиму әһмийәт берилмәкчи. Сәвәви, Президентимиз Билим вә илим
министрлигигә ижтимаий шараити төвән аилиләрдики яки қийин ижтимаий әһвалдики
мәктәпләрдә оқуйдиған балиларниң академиялик артта қалмаслиғини йеңиш үчүн
мәхсус программилар һазирлашни тапшурди. Қисқиси, мәзкүр конференциядә һәр бир
яш қазақстанлиқниң сүпәтлик билим елиши үчүн мәмликәт тәрипидин тегишлик шараит
яритилиши лазимлиғи тәкитләнди.

         Шундақла, Президентимиз балиға билим бериштә ата-аниниң роли
һәққидә қәйт қилди. Йәни, һазир бәзи бир ата-анилар бар жавапкәрчиликни  балилар бағчиси билән мәктәпләргә жүкләп
қойиду. Шәхсән, муәллим ретидә дөләт рәһбириниң ейтқан тәклип-пикригә қошулимән
вә қоллап-қувәтләймән. Әгәр конференциядә қозғалған мәсилиләр оң йешимини
тапса, нур үстигә нур болар еди.

Саһаирәм ӘЛАЕВА,

Дардамту оттура мәктивиниң уйғур тили
вә әдәбияти пәнлириниң муәллими

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

СУ МӘСЕЛЕСІ ҚАШАНДА ӨЗЕКТІ

Қазақстан Республикасы Су ресурстары және ирригация министрі Нұржан Нұржігітов Қарадалаға …