Басты бет Саясат Хәлиқ билән бирликтә

Хәлиқ билән бирликтә

0
1,618

Қазақстан Парламенти Мәҗлисиниң депутати Шаһимәрдан Нурумов, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң Алмута вилайәтлик кативиниң баш мутәхәссиси Әбилхайир Оралов вә җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтовлар Кәтмән йезисида хәлиқ билән учришиш уюштурди. Бу учришишқа Кәтмән, Дардамту, Ғалҗат, Кичик Дехан жутлириниң турғунлири иштрак қилди.

Наһийә һакиминиң орунбасари Дәулетжан Деменбаев мәзкүр баш қошушниң һөрмәтлик меһманлирини тонуштуруп, дәсләпки сөзни Шаһимәрдан Һүсәйин оғлиға бәрди. У өз сөзини техи йеқиндила нишанлап өткән Астанамизниң 20 жиллиғидин башлап, пайтәхтимизниң йәткән утуқлирини пәхирлиниш билән тилға елип өтти. Парасәтлик Президентимизниң башчилиғида бәрпа болған Астанамизниң бүгүнки шан-шөһрити һәққидә сөз қозғап, келәчиги парлақ шәһәр екәнлигини тәкитлиди. Қазақстан хәлқи Ассамблеяси һәққидә тохтилип, униң елимиздики хәлиқләр достлуғини вә течлиқни сақлашта қошуп келиватқан үлүши тоғрилиқ тәпсилий тохталди. Шундақла, өз новитидә Мәҗлистә атқурулған ишлар һәққидә баянлап, бир жилниң ичидә 128 қанун лайиһәсиниң қарилип, униң ичидә атмиш бәшигә Президентимизниң қол қойғанлиғини хәвәрлиди. Узун сөзниң қисқиси, жуқурида әмәлгә ешиватқан ишларниң барлиғини бир пәстә ейтип түгитиш мүмкин әмәс екәнлигини әскәртип, муһими әмәлгә ешиватқан яхшилиқларниң барлиғи хәлиқниң мәнпийити үчүн екәнлигини әскә салди.
Шаһимәрдан Нурумов Президентимизниң «Бәш иҗтимаий тәшәббус» намлиқ мураҗиитидики 5 тәшәббусқа алаһидә тохтилип, һәр қайсисини тәпсилий чүшәндүрүп өтти. Елимиздики мүмкинчиликләрни, йеңилинишларни депутат болғанлиғи үчүнла әмәс, Қазақстанниң бир турғуни болғанлиғи үчүн һәр қачан мәғрурлинип тилға алидиғанлиғини йәткүзди. Йәр көләми бәш Францияни өз ичигә алидиған кәң байтақ қазақ даласиниң әң чоң байлиғи, Президентимиз ейтқандәк, нефть вә газ әмәс, бәлки бирлигимиз билән өмлүгимиз екәнлигини атап ейтти.
Депутатниң сөзидин кейин, хәлиқниң ой-пикри, тәклип-соаллири тиңшалди. Дардамту йезилиқ ақсақаллар кеңишиниң рәиси Қызыр Сатымқулов дөләт рәһбириниң тапшурмисиға бенаән йезида кооператив қурулған билән, су тапчилиғидин иш маңмайватқанлиғини чүшәндүрди. Депутатқа «Дардамту йезисиға ихчам тосма ясалса…» дегән тәкливини йәткүзди. Ш.Һүсәйин оғли ушбу тәклипни миннәтлик түрдә жуқуриға йәткүзидиғанлиғини ейтип, лекин бу бүгүн, әтә һәл қилинип кетидиған иш әмәс екәнлигини, сәл күтүшкә тоғра келидиғанлиғини чүшәндүрди.
Кәтмән йезисиниң мөтивәри Каммунар Шахиев көмүр мәсилисини қозғап, һазирқи вақитта жутқа тоннаси 23 миңдин келидиған көмүрниң баһаси қишта бирдин 27 миңғичә көтирилидиғанлиғини ейтип, «йезиларға қачан газ кириду?» дегән соалини оттуриға қойди. Шундақла, һазир йезиға йеңи поликлиника селиниватқанлиғини тилға елип, мүмкин болса дохтурханидики стационар сақлинип қалса дегән илтимасини изһар қилди.
Газ мәсилиси һәққидә Дәулетжан Деменбаев сөз елип, алдики вақитта Чонҗа йезиси газ билән тәминләнсә, кейин новәт-новәт билән барлиқ йезиларға газ тартилидиғанлиғини хәвәрлиди. Әнди, стационарға бағлиқ хәлиқниң мураҗиитини жуқуриға йәткүзидиғанлиғини ейтти.
Қоюлған соалларға тегишлик җавап қайтурулғандин кейин сөз ҖУЭМ рәисиниң орунбасари Ершат Әсмәтовқа берилди. Натиқ ҖУЭМ тәрипидин реҗилинип, әмәлгә ашқан чоң-чоң ишларни тилға алди. Атап ейтсақ, реҗидики муһим 3 мәсилә – АТУ паҗиәсиниң 100 жиллиғиниң атап өтүлүши, уйғур алфавитини латин алфавитиға көчүрүш мәсилисиниң оңушлуқ йолға қоюлуши вә «Уйғур авази» гезитиниң 100 жиллиғиниң нишанланғанлиғини тәкитлиди. Болупму, «Уйғур авази» гезитиниң әң көп оқурмәнлири Уйғур наһийәсидә екәнлигини алаһидә тилға елип, хәлиққә сәмимий миннәтдарлиғини йәткүзди.
Йәкүн сөз алған Дәулетжан Модин оғли бүгүнки таңда наһийәдики муһим мәсилиләрниң бири уйғур мәктәплиригә йеңи программа бойичә дәрисликләрниң йетишмәйдиғанлиғи болуватқанлиғини ейтип, депутаттин мүмкин болса мошу мәсилиниң оң йешимини тепишқа күч чиқиришини сориди. Сөз ахирида, қиммәт вақтини бөлүп, хәлиқ билән учришишқа кәлгәнләргә һәм жиғинға қатнишип тәклип-пикирлирини оттуриға қойған турғунларға рәхмитини ейтти.

 

Сабирәм ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Атырау қаласында Ұлттық құрылтайдың үшінші отырысы өтті

Мемлекет басшысы Қасым-Жомарт Кемелұлы Тоқаевтың төрағалығымен Атырау қаласында Ұлттық құр…