Басты бет Рухани жаңғыру Совави мол башланма

Совави мол башланма

0
908

Президентимизниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалисидики «Туған жер» программиси асасида, туғулған йериниң гүллинишигә, тәрәққиятиға һәссә қошуватқан шәхсләрниң ярдими билән Баһар йезисидики мечитқа мурәккәп җөндәш ишлири жүргүзүлмәктә.
Мәзкүр йезиниң жигитбеши Сираждин ака Камазаевниң ейтишичә, бу йезидики мечит буниңдин 25 жил авал селинған, ичи-сирти конирап кәткән болуп, җүмә күнлири тарлиғи бөләкчә билинәттекән. Әндиликтә, турғунларниң күч чиқириши һәм мошу жуттин чиққан әзимәтләр Султанмурат Исрапилов вә Осман Махаметовларниң һамийлиқ қилишида мечит имаритини кәңәйтиш, тешини заманға лайиқ қоршап, ичини рәткә кәлтүрүш реҗилинип, бүгүнки таңда аһалиниң бирлиги, өмлүги билән қолға елинған ишлар өз йолида меңиветипту.
Баһар йезисидики муқәддәс орунға җәм болуп, қара тәргә чөмүп ишләватқан жут әзимәтлирини көргинимдә, кониларниң «Бирлик бар йәрдә, тирикчилик бар» дегән ибрәтлик сөзи ядимға кәлди. Пурсәттин пайдилинип, жут жигитбешини қоллап-қувәтләп, чоң-кичик болуп бөлүнмәй, мечитни җөндәш ишлирини қолға алған Әйса Исрапилов, Тохтасун Айтахунов, Тохтасун Исламов, Болат Жансарбаев, Хамза Махаметов, Арман Анаятов, Махмут Дәраевлар һәм йеза имами Ержан Тохтиғожаевларниң исмини алаһидә атап өтмәкчимән. Сәвәви, шәхсий тирикчилигидин бурун жутниң ғемида жүргән оғланларниң шәрийәт йоллиридики ишлириға апирин ейтмаслиққа болмас.
Дәрһәқиқәт, мошундақ изгү башланмини көтирип, маддий вә мәнивий җәһәттин қоллап-қувәтлигүчиләргә Алланиң совави тегәри ениқ.

Сабирәм
БӘХИТҖАН ҚИЗИ

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АЛАМАН БИ МӘМБЕТҰЛЫ

Ата тарихын және шежіресін білу – әр ұр­пақтың парызы. «Жеті атасын білмеген же­тесіз» деп…