Басты бет Президенттің 5 әлеуметтік бастамасы БУНИҢ ҺӘММИСИ ХӘЛИҚ МӘНПИЙИТИ ҮЧҮН

БУНИҢ ҺӘММИСИ ХӘЛИҚ МӘНПИЙИТИ ҮЧҮН

0
1,077

Баһар пәслиниң дәсләпки күни, йәни анилар мәйрими һарписида Президентимиз Н.Ә.Назарбаевниң хәлиққә йоллиған «Бәш иҗтимаий тәшәббус» намлиқ мураҗиити, иҗтимаий саһани йеңилашқа беғишланған алаһидә бир башланма болди. Бу болса һәммимизниң көңлидики ойимиз еди. Мураҗиәттә көрситилгән барлиқ саһалардики хәлиқләрниң йүксилиши, паравән турмуши, яшаш шараити вә башқиму тирикчиликләр хусусида берилгән көрсәтмилири мени тәврәндүрүп, хошаллиққа бөлиди. Униңда көрситилгән ишлар елимизниң, хәлқимизниң паравән турмуши тоғрисида алаһидә-алаһидә айдиңлаштуруп берилиши, һәқиқәтәнму Президентниң хәлиқ мәнпийитини көзлигәнлиги яққал көрүнүп туриду. Униңда биринчи тәшәббус турушлуқ өйгә қаритилған «7-20-25» йөнилиши арқилиқ несийә 10-15 жилға әмәс, 25 жилғичә берилидекән. Бу төлигүчиниң айлиқ төләйдиған бәдәл һәққи төвәнләйду дегән сөз. Наһийәмиздә турғун өй қурулуши тәрәққий етип кәлмәктә. Демәк, бийил наһийәмиздә пайдилинишқа берилидиған турғун өйләрниң көләмини бир нәччә миң квадрат метрға йәткүзүш көздә тутилиду. Шуңлашқа иккинчи дәриҗилик банкилар несийәлик турғун өй қурулушиға җиддий түрдә тартилиши керәк. Әлвәттә, бу ишқа наһийә һакиминиң қурулуш саһаси бойичә орунбасариға тапшурилиду. У округлардики жүргүзүлидиған ишларға назарәт қилидиғанлиғи җәзмән.
Мааши төвән пухраларға селиқ мөлчәрини азайтиш тоғрисида ишчиларниң, униң ичидә ижтимаий, хизмәт көрситиш саһасида әмгәк қилидиған вә техникилиқ персоналлар маашиниң өсүши һәммини хурсән қилиду. «Алий билим елишниң қолайлиғи билән сапасини ашуруп, студент яшларниң ятақханисидики шараитни яхшилаш» хусусидики үчинчи тәшәббус һәққидиму мошундақ имтиязларни ейтишқа болиду. Немишкә десиңиз, бийилқи жили мәктәп тамамлиғучилар арисида, мәмликәтлик грантниң сани бурунқидинму артип, уларға һәқсиз билим елишқа мүмкинчилик яритилиду. Һазирқи таңда вилайәтниң гранти билән йәрлик бюджет һесавидин 438 адәм оқуса, бийил йәнә 100 грант бериш реҗиләнмәктә. Шуңлашқа, университет билән тәвәмиздики бир қатар колледжларға ятақхана селиш көздә тутилиду дегәнликтур. Шундақ екән, мүмкинчилигигә қарап, заманивий үлгидики қурулуш лайиһәсини тәйярлашқа киришиду.
Шундақла, «Ихчам несийә беришни көпәйтиш» тоғрилиқ төртинчи тәшәббуси бойичә наһийә һакиминиң орунбасарлириға, иш билән тәминләшни мувапиқлаштуруш вә иҗтимаий программилар, тиҗарәтни вә индустриялик-инновацияликни риваҗландуруш, йеза егилиги бөлүмлири билән бирлишип қошумчә хираҗәт қараштуруп, өз ишини ечишқа нийәт билдүргән адәмләргә ихчам несийә бөлүш вәзиписиниму қараштуриду дегән сөз.
Газ билән тәминләш ишиға мунасивәтлик ейтилған бәшинчи тәшәббус һәққидә бүгүнки таңда вилайәтимизниң он бир наһийәсидә газландуруш тармиғи ишиниң меңиватқанлиғини билимиз. Ишни техиму җанландуруш үчүн наһийә һакиминиң орунбасарлириға, энергетика вә турғун өй-коммуналлиқ егилиги бөлүмигә, наһийәдики округлар һакимлириға инвестор тартиш, газландуруш реҗилирини назарәттә тутуш вәзиписи жүклигәнлиги барчә турғунларни роһландурмақта.
Президентимизниң бу йоллиған мураҗиити, пәқәт хәлиқниң мәдәнийәтлик, паравәнлик муһитида яшап һаят кәчүрүши үчүн ясиливатқан бирдин-бир чаридур. Мән ойлаймән, наһийә пухралири бу муһим мәсилиләрни муһакимә қилиш җәриянида Мураҗиәттики тәшәббуслар билән мәхсәтләргә бағлиқ сәргүзәштилирини иҗабий изһарлап, мәмнунлуқ билән қоллап-қувәтләйду дегән оюмни билдүримән.
Мирзәхмәт ҖӘМИЕВ,
наһийәлик уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Қиш ғемини язда ойла…

«Чонҗиға газ кирмәкчи», дегән хәвәрни аңлиған пәйттин етиварән, гезитимизда бу мавзу қизғи…