Басты бет Рухани жаңғыру ТӘБИӘТСИЗ АДӘМЛӘРНИҢ КҮНИ ЙОҚ…

ТӘБИӘТСИЗ АДӘМЛӘРНИҢ КҮНИ ЙОҚ…

0
1,742

Дөләт рәһбиримиз өткән жилқи «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалисида ейтқандәк, «Туғулған йәргә» болған муһәббәт уни сөйүш, асираш һәм баһалаштин башлиниду. Туғулған йәрниң һәр бир қум-теши, гүл-гиясини сақлаш бизниң борчимиз. Сәвәви, атамакан әҗдаттин-әвлатқа қалдурилидиған әң чоң мирастур. Йәр-су демәкчи, йәр шариниң өпкиси һесаплинидиған орманларниң сақлиниши муһим мәсилә екәнлиги талашсиз. Йеқинда наһийәлик һакимийәт имаритиниң мәҗлис залида өткән баш қошушта ушбу мәсилә һәр тәрәплимә муһакимә қилинди.
Баш қошушқа «Алмута вилайитиниң тәбиий ресурслар вә тәбиәтни пайдилинишни рәтләш башқармиси» мәмликәтлик мәһкимисиниң башчиси Керимбек Жаншабай, наһийә һакими Шухрат Нурахунов, «Уйғур орман егилиги» коммуналлиқ мәмликәтлик мәһкимисиниң мудири Камилҗан Йолдашов вә округ һакимлири, орманчилар, наһийәлик ички ишлар бөлүми вә орман егилиги коммуналлиқ мәһкимисиниң вәкиллири иштрак қилди. Жиғинни К.Йолдашов жүргүзүп, күн тәртивидики мәсилиләр билән тонуштурди. Кейин, «Уйғур орман егилиги коммуналлиқ мәмликәтлик мәһкимисиниң 2017-жили атқурған ишлириниң нәтиҗиси, 2018-жилға беғишланған реҗилири һәм 2018-жилқи өрт бехәтәрлиги мәвсүмигә тәйярлиқлири тоғрилиқ докладини оқуди.
Мәзкүр докладида орманни қелипиға кәлтүрүш, питомниклирини өсүрүш, пайдилиниш, қоғдаш вә аталған ишларни әмәлгә ашурушқа пайдилинилидиған бюджетниң бөлүнүши һәққидә баян қилди. Атап ейтсақ, 2017-жили 35,0 га йәргә сәксәвүл уруғи чечилғанлиғини, умумән, мәһкимә бойичә 8,5 га питомникқа 526,9 миң данә һәр түрлүк көчәтләр өстүрүлгәнлиги, өткән жили 7,78 миң данә көчәт сетилип, һесаватқа 8,2 миллион тәңгә елинғанлиғини ейтти. Мәзкүр бир жилда 294 данә орман билети мал беқиш, чөп чепиш, бағ пәрвиш қилиш вә башқиму мәхсәтләр билән наһийә турғунлириға пайдилинишқа берилгәнлиги мәлум болди. Орманни тәбиий вә техногенлиқ апәтләрдин сақлаш үчүн керәклик қурал һәм техникиларниң йетәрлик екәнлигини йәткүзди Камилҗан Йолдашев. Шуниң билән қатар, 2017-жили тәбиәтни қоғдаш қунунини бузғини үчүн мәһкимә хизмәткарлири йеқидин 26 факт ениқлинип, умумән 17 адәмгә ҚҖ җинаий кодексиниң 340 бап 2-тармиғи бойичә җинаий иш қозғалғанлиғини һәм қанунсиз о олаш бойичә 2 вақиә тиркәлгәнлигини әскәртти.
К.Йолдашевниң доклади тиңшилип, новәт соалларға берилип, тегишлик җавап елинди. Кейин Алмута вилайәтлик авиа бөлүминиң йетәкчиси Талғат Алиев сөзгә чиқип, авиарейдларниң дайим жүргүзүлүп туридиғанлиғини хәвәрлиди. Андин, наһийәлик пәвқуладдә әһваллар бөлүми башчисиниң хизмитини вақитлиқ атқарғучи Рамиль Махпиров орманға от кетиш әһваллириниң йүз бериши һәм сәвәвини, чиқими тоғрилиқ кейинки 2-3-жилниң нәтиҗисини атап ейтти. Ағриқниң сәвәвини ениқлимиса, сақайтқили болмиғандәк, орманға от кетишниң сәвәвини ениқлимай, апәтни тохтитиш мүмкин әмәс екәнлигини тилға алған К.Жанышбай оғли тәбиәтни асираш һәр биримизниң борчи екәнлигини тәкитлиди. Сөз алған Ш.Турдахун оғли ҚҖ қануни һәммигә бирдәк болғанлиқтин, орманлиқта қанун бузғучилар ким болушидин қәтъий нәзәр, чоқум җазаға тартилиши лазимлиғини ейтип, орманчиларниң өз хизмитигә бепәрвалиқ тонутмай, өзлиригә жүкләнгән җавапкәрчиликкә чоңқур көңүл бөлүшини қәйт қилди.
Язмичә «Или участкисида мал беқишқа йәр бериләмду?» дегән соал келип чүшти. Буниңға К.Йолдашев җавап берип, тәләпләрни орунлиғандин кейин мал беқишқа, чөп чепишқа мәнъий қилинмиған билән, вақитлиқ елинған йәргә қора-җай селишқа қәтъий рухсәт етилмәйдиғанлиғини, пәқәт йәрни узақ вақитқа иҗаригә алғандила қора-җай селиши мүмкин екәнлигини чүшәндүрди.
ӘҺмийити жуқури болған баш қошушта өткән жил таразиға селинип, келәр жилниң реҗилири тонуштурулди вә орманға мунасивәтлик бир қатар мәсилиләр йешимини тепип, тәклип-пикирләр тиңшалди. Жиғинниң қарари қобул қилинип, йәкүн тапти.

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

 

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

АЛАМАН БИ МӘМБЕТҰЛЫ

Ата тарихын және шежіресін білу – әр ұр­пақтың парызы. «Жеті атасын білмеген же­тесіз» деп…