Басты бет Әр қилы БӘХИТ – ҚАНАӘТЧАН БОЛУШТА

БӘХИТ – ҚАНАӘТЧАН БОЛУШТА

0
1,800

Инсанлар бир-биригә тиләк ейтқанда дуниядики җими яхшилиқларни бир еғиз сөзгә муҗәссәмләп «Бәхитлик болуң!» дәп йәткүзиду.  Немишкиду билмидим, әйтәвир, «Бәхитлик болуң!» дегән сөз қулаққа шундақ йеқимлиқ аңлиниду. Әмәлиятта нурғунимиз бу сөзниң мәзмуниға чөкүп кәтмисәкму, ушбу тиләктин кейин һаятимизда күтүлмигән бир өзгириш болидиғандәк үмүт билән яшаймиз.

Әслидә бәхит дегән немә? Мәйли ишиниң, ишәнмәң бир өмүр мошу соалға җавап тапалмайдиғанларму бар. Өмүрдә бир қийинчилиққа учрисақ болди «Бәхтим ечилмиди», «Бәхитсизмән» дәп турмушимизға кайип, һаяттики барлиқ оңушсизлиқларни – бәхитсизлик биләң тәңләштүримиз. Лекин һели кәмгичә бирәр алим яки данишмән бәхитниң һәммигә ортақ ениқлимисини, бәхиткә йетишниң қаидисини ойлап тапқини йоқ. Чүнки, «Бәхитни» һәр биримиз һәр хил чүшинимиз. Әгәр бу мавзуни қозғайдиған болсам, бәхит чүшәнчисигә қарита ейтилидиған ой-пикирләр сан миң. Узун сөзниң қисқиси, дунияда һәммимизниң бәхитлик болғимиз келиду. Лекин бүгүнки күндә җәмийәттә «бәхитликмән» дегәнләрдин көрә, «бәхитсизмән» дегән адәмләр ешип чүшиду. Сәвәви, һәр биримизниң һаятида баһаланмайватқан бәхит нурғун… Җүмлидин, төвәндики қәһриманимниң һаяти бу чигичләнгән соалниң җавави болуши мүмкин…
Бәхит издәш йолида адишип жүргәнләрниң бири – Бәрна. У кичигидин өз һаятиға рази болған әмәс. Ата-аниси барини берип, һеч кимдин кам қилмай чоң қилсиму, униңға һәр дайим бир немә йетишмәйватқандәк, өзини бәхитсиз һис қилатти. Ата-аниси бирәр жуқури хизмәттә ишлимисиму, қара тәргә чөмүлүп, адил меһнәт қилип, бар тапқан-тәргинини күн көрүшигә бир амал қилип йәткүзәтти. Аилисидә 5 бала болуп, Бәрна уларниң чоңи болидиған. Өзидин кейин икки сиңлиси вә икки иниси бар. Шуңа, аилисидә пат-пат «Сән өйниң чоңиғу, қизим, өй-ичини тазилап, ини-сиңиллириңға баш-көз бол. Дәрисигә ярдәмләш» яки гайида «Чоң болғандин кейин бу ишиң хата болди. Сениң дурус болған һаләттиму, кичиккинә ини-сиңиллириң билән тәң боламсән!» дегәндәк несиһәт сөзләрни көп аңлиғачқа, ата-аниси униңға қариғанда, ини-сиңиллирини бәкирәк яхши көридиғандәк сезилип, һасинатти. «Тезирақ чоң болуп, мәктәп тамамлап, оқушқа кәтсәм, өз халишимчә яшап, бириниң буйруғини орунлап, тилини аңлиматтим, мана шу чағда бәхитлик болаттим» дәп ойлатти һәм шу күнни тақәтсизлик билән күтәтти.
Инсанниң балилиқ чеғи толуп-ташқан ой-хиял, арзу-арманлар қучиғида көзни жумуп-ачқичә өтүп кетидекән әмәсму. Ойлиған күнму йетип келип, Бәрна бәхит издәп, чоң һаятқа қанат қақти. Амма арминидики бәхитни шәһәрләрдинму тапалмиди. Студентлиқ һаятниң қийинчилиқлиридин көз ачалмай қалди. Бурунқидәк иссиқ тамиғини вақтида тәйярлап алдиға қойидиған аниси, йошуруп жүрүп, артуқ пул беридиған дадиси, бөлмисини чаң кәлтүрүп бәңвашлиқ қилидиған инилири, керәк-яриғини талишидиған сиңиллириму йоқ. Мошу әмәсмеди, Бәрна арманлиған бәхит? Лекин у немишкиду йәнила өзини бәхитлик һис қилмиди. Қизиғиму-қийинчилиғиму мол студентлиқ күнлири бириниң кәйнидин бири өтивәрди. Бәхит издигән Бәрна өзиниң хаталашақанлиғини билсиму, тән алғуси кәлмәй, жүригидики «Мүмкин бәхтим техи алдимдидур» дегән үмүт чириғини өчәрмиди. Һәш-пәш дегүчә оқушиниму тамамлап, дипломиниму қолиға алди.
Бәрнаниң һаятқа болған көзқаришиму, бәхиткә қарита тәливиму тамамән өзгәрди. Әнди у бәхит – бай болушта дәп чүшәнди. Хан сарийидәк өйүм, йетип-ашқидәк пулум, есил төмүр тулпарим, ахирқи типтики янтелефоним, қиммәт-қиммәт кийимлирим болса, бәхит дегән шу әмәсму дәп ойлиди. Алға қойған мәхситигә йетиш үчүн тиним тапмай ишлиди. Хизмитидә чоң утуқларға йәтти. Жиллар өтүп, сарайдәк өйниму салди, төмүр тулпарниму минди. Бирақ қолидики бар байлиқ жүргидики бәхит бошлуғини толтиралмиди. Бариға қанаәт қилмиди. «Мүмкин бәхитлик болушимға бу байлиқ азлиқ қилидиғанду?» дегән ойда һардим-талдим демәй әмгәк қилип, өзи тәсәввур қилмиған дәриҗигә көтирилди. Бәхиткә дегән интилиш униң һаятини бара-бара өзгәртти. Башқилар униңға қизиқиш билән қарап, «Сениңдин артуқ бәхитлик инсан йоқтур», дәп ейтишатти. Бу сөзни ейтқанлар униң бәхтини икки хил мәнада чүшинәтти. Бәзиләр мал-мүлкигә қизиқса, әнди бирлири қош қанитидәк йөлигән ата-аниси, шатлиқ-муңини бөлүшидиған қериндашлириниң болғиниға һәвәс қилишатти.
Бәндичиликкә берилгән Бәрна бариға шүкри ейтмиди. Бәхитлик болалмиғанлиғи үчүн һаятиға йәниму нарази еди. Иш-иш дәп турмушқиму чиқмиди. Өй-очақлиқ болған достлириниң кечә-күндүз алдираш, бала беқип, өй ишлири билән пай-петәк болуп жүргәнлигини көрүп, аиләвий турмушниң қийинчилиқлириға дуч кәлгүси кәлмәтти. Һәтта, аилә қазинида қайнаватқан достлирини аяп, уларни қәпәздики қуштәк көрсә, һә, өзини бәхиткә йетиш йолида әркин пәрваз қилған «җан» дәп биләтти. Һаятиға өзи ғоҗилиқ қилип, өз хаһиши бойичә яшаватқанлиғидин хурсән болсиму, көңлидә йәнила орунланмиған арман тиничлиқ бәрмәтти.
Айлар, жиллар өтивәрди… Бәрна болса, бәхиткә йетиш йолида техичә адишип жүрәтти. Турмуши бирхил өтивәрмиди. Ата-анисидин айрилип, қайғудин қан жутти. Ини-сиңиллириму бой йетип, бир-бир өйниң чириғини йеқип, өз йолиға кәтти. Хан сарийидәк өйидә йәнила ялғуз қалди. Жиғлиған балиси, муңдишидиған өмүрлүк йолдишиму йоқ. Дәл өзи таллиған һаят. Әнди, «Пешанәм шор охшайду, тәғдиримгә бәхитлик болуш йезилмапту!» дәп өз-өзигә налиди. «Һәр кимниң бәхитлик болушқа һоқуқи барғу, ундақ болса мән қайси йолда хаталаштим, Яратқан егәм?» дәп күн-түни көзиниң йеши қуримас болди. Мошу пәйттә униңда байлиқму, әркинликму бар. Лекин бәхит йоқ! Қурдашлири нәврә қучуп, бала-чақисиниң қизиғиға бөләнгәндә, жүрәк-бағри өкүнүштә бурухтум болди. Һаятиниң һеч мәзмуни қалмиғандәк, өмри сизип қойған түз сизиқтәк тәкши өтивәрди.
Һаят қануни һәммигә ортақ. Бәхит издигән Бәрнаниң йешиға яш қошулуп, чачлири ақарған, бели мүкчәйгән момай болди. Пүтүн өмрини бәхит йолида набут етипму, бәхитлик болалмиди. Ялғузчилиқ жүригигә тикәндәк патқан бәхитсиз момай дәрманидин кәткән. Һалидин хәвәр алар йөлиги йоқ, тәнһалиқ жүригидики сақаймас яриларни тирниғандәк болди. Жиққан мал-мүлки, сарайдәк өйиму керәксиз болуп қалди. Еғир тинип, қолиға бир парчә ақ қәғәз билән қәләм елип, ичигә толуп кәткән дәрт-муңини төкти:
«Мундақ күндә қалимән дәп һеч ойлимаптимән. Көзүмни наданлиқ торлап, қолумда турған бәхитни баһалимаптимән. Әгәр шуни вақтида чүшәнгинимдә, бу дунияда мениңдин артуқ бәхитлик инсан болмиған болар еди. Бәхит – бариңға қанаәт қилиш екән. Әнди, «әпсус» дәп ейтиштин башқа илаҗәм йоқ. Бар гуна өзәмдә. Сән маңа әта қилған бәхитниң қәдригә йәтмигәнлигим үчүн мени кәчүр, Улуқ Алла!
Бу хәт мениң вәсийәт хетим. Бирақ мән буни һәтта ким үчүн йезиватимән билмәймән. Мән көз жумғандин кейин кимниң қолиға тәгсә, шуниңға ейтқан һаят тәҗрибәмдин несиһәтлик өтүнүшим болуп қалсун. Мошу өйдин башқа, намимдики барлиқ байлиғимни житимлар өйи билән қерилар өйигә ианә қилдим. Вәсийәтнамәмни биринчи оқуған адәм мошу өйүмниң егиси болсун. Лекин униңға бир илтимасим бар, бу өйгә бәхит елип кәлсун! Қараңғулуқ бесип қалған һәр булуңиға бәхит чириғини йеқип, нурландурсун…»
Хуласиләп кәлгәндә, шуни кесип ейталаймәнки бәхит у – байлиқ әмәс. У бир – сезим. Бу сезим меһир-муһәббәт билән жүрәккә йетиду. Өмүр сүрүштин бәһирләнгәнниң өзи – бир бәхит, сағлам әмгәк қилиш – бир бәхит. Шатлинип, күлгинимизму – бир бәхит! Һәммимизниң қолидин бәхитлик болуш келиду. Чүнки бәхит жирақта әмәс қешимизда, жүригимиздә, нийитимиздидур. Бәхитни келәчәктин әмәс, бүгүнимиздин издәйли!
«Мүмкин,
Бәхитлик қилиш қолумдин кәлмәс,
Лекин,
Бәхитлик болсаң қарши болмаймән.
Мүмкин,
Бәхит дегән сөз өз-өзидин кәлмәс,
Лекин,
Бәхитсиз болуп һәргиз өлмәймән», – дәп язған екән шеирийәт сәрдари Илья-Бәхтия. Демәк, бир сөз билән ейтқанда, бәхитлик болуш өз қолумизда.

 

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ҚЫРҒЫЗСАЙЫМ – ХАН САРАЙЫМ

Қазақстан – табиғаты көркем, жанға жайлы әсем жерлерге өте бай. Жер жаннаты  – Жетісу, асқ…