Басты бет Әлеумет ТИҖАРӘТНИҢ ТИЛИНИ ТАПҚАН АНА

ТИҖАРӘТНИҢ ТИЛИНИ ТАПҚАН АНА

0
1,539

«Аяллар – аилиниң тириги, йәни – мәмликәтниң тириги. Бизниң елимизниң келәчиги бизниң бүгүнки әвлатни тәрбийилишимизгә тоғридин-тоғра бағлиқ», – дәп дөләт башчимиз ейтқандәк, бир қоли билән бөшүкни, иккинчи қоли билән аләмни тәвәткән анилиримизсиз һаятни тәсәввур қилиш мүмкин әмәстур. Йошуридиғини йоқ, Қазақстанда әрләр санидин аял кишиләрниң сани бесимирақ. Шуңлашқиму, бүгүнки күндә дөлитимиздики аяллар сәясәт, тиҗарәт, ихтисатниң барлиқ саһалиридиму әр әзимәтләр билән қатар дегидәк әмгәк қилип, қабилийити, ишбиләрмәнлиги билән көзгә чүшүпла қоймай, мәмликитимизниң тәрәққиятиға өз һәссилирини қошмақта. Бүгүнки күнниң назук җанлири бир нәччә кәсипниң тәң һөддисидин чиқип, көп қиридин тонулмақта. Демәк, елимиздә гендерлиқ сәясәт әмәлгә ешиватиду дегән гәп.


Аилисидә вападар ана, җәмийәттә тәҗрибилик тиҗарәтчи Нурхан һәдә Җалаловани наһийәмиз хәлқи яхши тониса керәк. Чүнки униң ашханисиниң босуғисидин атлимиғанлар камдин-кам. Гезитқа пәқәт көпкә үлгә болалайдиған, жут һөрмәтләйдиған, әмгиги билән әлни рази қилип жүргән шәхсләр һәққидә йезилиду десәк, ушбу мақаләмдә шуларниң бири Нурхан һәдә һәққидә сөз қозғимақчимән. У 1974-жили Дардамту оттура мәктивини тамамлиғандин кейин, Талғирдики техникумларниң биридә билим алиду. 1980-жили Дардамту оттура мәктивигә муәллим болуп ишқа кирип, хизмәт қилип, иккинчи бир тәрәптин ҚазПИниң биология факультетини сирттин оқуйду. 1986-жили Кичик Ақсуниң келини атилиду. Турмуш шараитиға бағлиқ, өй-очақлиқ болғандин кейин йолдиши Марс Рахметов билән Чонҗа йезисида истиқамәт қилишқа башлайду.1988-жили Чонҗидики №32-балилар бағчисиға тәрбийичи болуп ишқа кириду һәм шу хизмәттә 1996-жилғичә ишләйду.
Яш әвлатқа тәлим-тәрбийә берип, маарип саһасида үнүмлүк әмгәк қилған у 2000-жилдин тирикчилик қилишниң йеңи қайнимиға чүшиду. Маарип саһасидин бирдин тиҗарәтниң тилини тепип кетиш оңай иш әмәстә… Униң үчүн инсанда қабилийәт болуши керәк. Мана шу қабилийити, иқтидари түпәйли у һәр қәдимини сәвирлик билән ойлап бесип, нәтиҗидә бүгүнки күнгә йәтти. Башта «Нурхан» ашханисини ишқа қошуп, әрзән һәм шундақ тәмлик таамлири билән хәлиқни бирдин өзигә җәлип қиливалиду. Тил-көздин жирақ ушбу ашханисидин таки бүгүнгичә адам айиғи үзүлмәйду. Ейтип өтүш керәкки, у бир жилдин бу ян «Нурхан» ашханисиға қариму-қарши турған «Дастарқан» кафесиниму иҗаригә елип икки яқниң хизмитини тәң елип бармақта. Шуниң билән қатар, Кичик Ақсу йезисида хәлиққә хизмәт қилип келиватқан «Саид» намлиқ тойханисиму бар. 60 орунлуқ «Нурхан» ашханисида 15 адәмни, 200 орунлуқ «Дастарқан» кафесида 10 адәмни, Кичик Ақсу жутидики 250 орунлуқ тойханисида 5 адәмни иш билән тәминләп келиватиду. Сөз арисида, Нурхан Шахим қизи «Саид» намлиқ тойханисини ечиш үчүн һөкүмәттин 3 миллион тәңгә несийә алғанлиғи һәққидиму қәйт қилди. Бүгүнкидәк қиммәтчилик заманда униң ашханилиридики таамларниң баһаси 250-500 тәңгиниң әтрапида. У озуқ-түлүк, йемәк-ичмәкниң баһаси бир қәдәр өссиму, херидарлириниң мәнпийитини ойлиған тиҗарәтчи баһани бир қелипта тутуп, хәлиқни рази қилмақта.
Ата-бовилиримиз «Аялниң җени қириқ» дегән сөзни тепип ейтқан екән. Әгәр анилиримиз бир-икки күн өйдә болмиса, өйүмизниң бәрикити учуп, чириғи сөнгәндәк һаләткә чүшидиғанлиғимиз ялған әмәсқу? Өй ишлири билән шуғуллинип, униңдин сирт җәмийәтлик ишта ишләп, һәммисигә үлгирип, әң муһими, бала тәрбийиси биләнму мәшғул болуш һәқиқәтәнму пәқәт аял кишиниң қолидин келиду. Сөзүмгә Нурхан һәдә Җалалованиң өзи ярқин испат болалайду. Үч балини беқип қатарға қошқан меһриван ана, бүгүнки күндә нәврә сөйди. Чоң оғли Малик йеза егилиги алий билим дәргаһида оқуған. Һазир анисиниң ишлириға яр-йөләк болмақта. Гезәк пәрзәнтлиридин Саид вә Саида худди қош қанитидәк. Қизи Саида түрк тилиниң тәрҗимани бойичә билим елип, һазир бир өйниң чириғини йеқип, келинлик вәзиписини ада қилмақта. Балилирини путидин турғузуп, 4 нәврә сөйгән Нурхан Җалалованиң бүгүнки турмуш-тирикчилиги талайларға үлгә боларлиқ.
Пурсәттин пайдилинип, пат йеқинда 60 яшлиқ тәвәллудини нишанлаш һарписида турған ишбиләрмән ақ биләк егисини редакция тәһрирати намидин мубарәк туғулған күни билән тәбрикләп, тенигә саламәтлик, аилисигә хатирҗәмлик, ишлириға техиму чоң муваппәқийәтләрни тиләймиз!

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Қасым-Жомарт Тоқаев қазақстандықтарға және тілеулестік танытқан шет мемлекеттердің басшыларына алғыс айтты Президент Қасым-Жомарт Тоқаев су тасқынына қарсы күресте көрсеткен қолдауы мен көмегі үшін қазақстандықтарға және шет мемлекеттердің басшыларына ризашылығын білдірді.