Басты бет Көкжиек МӘРИПӘТЧИЛӘР СУЛАЛИСИ

МӘРИПӘТЧИЛӘР СУЛАЛИСИ

0
1,378

Аилә у – кичик бир дөләт. Һәр аилиниң өз тәртип-интизами, алаһидиликлири болиду. Мана шу кичик бир мәмликәтниң асасини салғучи ата-ана десәк, ушбу аилиниң абройини көтиридиғанму, йәргә чүширидиғанму у – пәрзәнтлиридур. Мәзкүр мақаләмдә, Чонҗа йезисидила әмәс, бәлки пүткүл наһийәдә аброй-инавәтлик, үлгилик аилиләрниң бири болған Мәңсүровлар аилиси һәққидә тохталмақчимән.
Бир қизиғи, бу аилини «устазлар сулалиси» дәп атисақму хаталашмаймиз. Чүнки, Худавәди вә Хәсийәтхан Мәңсүровалар һәм уларниң пәрзәнтлириниңму таллиған кәспи бир. Наһийәмизниң «Пәхрий пухраси» Худавәди Мәңсүровни хәлиқ убдан тонуйду. Чүнки у узақ жиллар мабайнида оқутқучилиқ қилип, һөрмәтлик дәм елишқа чиққан пешқәдәм устаз. Көплигән билим хусусидики әмгәклири билән җумһурийәткә тонулған новатор мәрипәтчи дәп ейтсақму артуқ ейтқанлиқ болмас. Һазир «Қарадала тынысы – Қарадала нәпәси» наһийәлик гезитиниң хадими ретидә әмгәктин қол үзмәй, өзиниң һаятий мақалилири билән көпниң көңлидин чиқип келиватқан язғучи-мухбирлиримизниң бири.
«Ана – өйниң чириғи», демәкчи дунияға икки қиз, бир оғул елип кәлгән Хәсийәтхан аниниңму маарип саһасиға көп әжри сиңгән. У пүткүл аңлиқ һаятини бала тәрбийисигә беғишлиған илғар мәрипәтчи. Өзиниң 40 жилдин ошуқ иш-паалийитидә көплигән шагиртларни билим булиғи билән суғарған Хәсийәтхан Мәңсүрова, хусусән, мәрипәт саһасида уйғур башланғуч синиплири үчүн, ениғирақ қилип ейтсақ, 6 яшлиқларни оқутуш дәвридики реформида уйғур синиплириға математика вә оқуш пәнлири үчүн программа түзүп, униң оқутулуш җәрияни бойичә методикилиқ қолланмиларни язған. Шундақла, «6 яшлиқларни оқутуш» намлиқ иш-тәҗрибисигә беғишланған китапчиниң вә 1-4-синипларға беғишланған «Диктантлар топлиминиң» муәллипи. Меһнәтлик әмгиги мунасип баһалинип, Билим министрлигиниң «Һөрмәт грамотиси» вә нурғунлиған вилайәтлик һәм наһийәлик билим бөлүмлириниң маддий вә мәнивий соғилири билән тәғдирләнгән. Худавәди Мәңсүров вә Хәсийәтхан Мәңсүроваларни бүгүнки күндә көплигән адәмләр «Устазларниң устази» дәп һөрмәт тутиду.
Мана мошундақ алийжанап инсанларниң пәрзәнтлириму ата-ана изини бесип мәшәқәтлик әмгәк әтмәктә. Чоң қизи Гүлчехра Мәңсүрова мәктәпни «Күмүч медальға» тамамлиғандин кейин, Абай намидики АДУниң химия-биология факультетини әла баһалар билән «Қизил» дипломға пүтириду. Һазир №4-Чонҗа оттура мәктивидә химия пәнидин дәрис бериду. Гүлчехра һәдиниң йәткән утуқлириму аз әмәс. Жүмлидин, 2015-жили «Қазақстан Ұстазы» җәмийәтлик бирләшмисиниң ІІ дәриҗилик медали билән мукапатланған. Йәнә бир қизи Гүлвира Мәңсүрова оттура мәктәпни «Алтун бәлгүгә» пүтирип, кейин АДУниң филология вә тарих факультетини әла баһалар билән «Қизил» дипломға тамамлайду. Бүгүнки күндә у И.Молутов/Бәхтия/ намидики №3-Чонҗа оттура мәктивидә илмий мудир. Ейтип өтмәсликкә болмас, мошу йеқинда у «Алтынсарин» намидики медальниң саһиби аталди. Оғли Нурмәһәммәт Мәңсүров спорт-туризм академиясигә оқушқа чүшүп, уни 1999-жили пүтәргән. Кейин қисқа муддәтлик һәрбий офицерларни тәйярлайдиған институтта билим алған. У елимизниң көплигән һәрбий қисимлирида хизмәт қилип «Чегара хизмитиниң әлачиси», «Өз кәспиниң маһири» охшаш медальларни вә онлиған ярлиқларни елишқа муйәссәр болған. Һазир подполковник лавазими билән Алмута һәрбий чегара башқармиси шәрқий һәрбий чегара региони бойичә тән-тәрбийә вә спорт бөлүмини башқуриду.
Пәрзәнтлириниң утуғи ата-аниниң махтиниши әмәсму. Балилирини алий билим дәргаһлирида оқутуп, ярамлиқ инсанлардин болуп йетилип чиқиши үчүн аянмай әмгәк қилған мөтивәр инсанлар, бүгүн җапасиға чушлуқ һалавитини көрүп, нәврә-чәврилири билән һәләк. Нәврилиридин Меһринса Нуриева бийил мәктәпни «Алтун бәлгүгә» тамамлап, Асфендияров намидики медицина университетиға грантқа оқушқа чүшти. Йәнә бир нәвриси Батурҗан Изизҗанов дәл шу билим дәргаһиниң 3-курс студенти. Нәвриси Қутлуқҗан Изизҗанов болса, бийил Алмута автомеханика вә жүк тошуш колледжида грантқа оқушқа сазавәр болди.
Алтә нәвриниң бова-момиси аталған қәдирданлар үчүн буниңдин артуқ бәхит болмиса керәк, бәлким. Тил-көздин жирақ, Мәңсүровлар аилиси һәқиқәтәнму, кимгила болсун үлгә қилип көрсәткидәк аилиләрдин. Гәп уларниң хизмәт йолидила әмәс, бәлки адимийлик хисләтлири, жут билән болған мунасивитигиму бағлиқтур, әлвәттә.

Сабирәм
ӘНВӘРОВА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ҰЛТТЫҚ ҚҰНДЫЛЫҚ – ТӘРБИЕ БАСТАУЫ

Ғ.Садвақасов атындағы Үлкен Ақсу орта мектебінің алды мерекелік көрініске бөленіп, гүлге, …