Басты бет Әр қилы МЕНИ КҮТ, ЭКСПО!

МЕНИ КҮТ, ЭКСПО!

0
1,136

Елимиздә ЭКСПО–2017 көргәзмисиниң өтүдиғанлиғини аңлап, барчә қазақстанлиқлар чәксиз хошаллиққа бөләнгән едуқ. Вақит шундақ тез өтидуки, яз көзни жумуп-ачқичә аяқлишип, көргәзминиңму ахирлишишиға санақлиқла күн қапту. Телекөрситишләрдин, хәвәрләрдин, гезит-журналлар арқилиқ ЭКСПОдики күндилик йеңилиқлардин хәвәрдар болуп турдуқ. Вәтинимизгә миңлиған туристларниң иштрак қилип, Қазақстанимизниң тәрәққияти, Астананиң гөзәллиги, хәлиқләрниң өмлүгидин сөйүнгәнлигини аңлап, жүригимизгә пәхирлиниш, мәғрурлиниш һис-туйғулири толуп, ичтин бир хошал болуп қалимиз, әмәсму.
Мана шундақ хошаллиғимизға – хошаллиқ қошулуп, әндиликтә һөкүмәтниң бюджетиға өзәмниң Астанани өз көзүм билән көрүп, ЭКСПОға сәяһәтләп қайтидиғанлиғимдин хәвәрдар болуп, бу шатлиғимни көпчилик билән бөлүшким кәлди. Наһийәлик иш билән тәминләш вә иҗтимаий программилар бөлүминиң хадимлиридин ушбу йеңилиқни аңлап мәнла әмәс, бәлки пүткүл аиләм мән үчүн хошал болушти. Шу таптики тәсиратимни сөз билән ейтип йәткүзүшкә чарисизмән. Ишинимәнки, бу сәпәр мениң һаятимда унтулмас, көңүллүк әслимиләрни қалдуриду дәп ойлаймән.
Астананиң салқин һавасидин қенип-қенип нәпәс елип, асман пәләк бой көтәргән имарәтлири, түз селинған сәрәмҗан кочилиридин меңип өтүп, пайтәхтимизниң символи болған «Байтерекниң», шундақла, «Ханшатыр», «Думан» қатарлиқ имарәтләрни тамашилап, әң муһими ЭКСПО қәдәм ташлап, һәр хил әлләрниң павильонлирини арилап қайтидиғанлиғимдин интайин хурсәнмән. Пурсәттин пайдилинип, маңа мошундақ мүмкинчилик яритип олтарған һөкүмәткә, әлниң, хәлиқләрниң баравәрлигигә көңүл бөлгән Нурсултан Назарбаевтәк дөләт башчимизға миңларчә тәшәккүр ейтмақчимән.
Мени күт, ЭКСПО, мени күт, Астана!
Дамир АВУТОВ
ЧОНҖА

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

ҚЫРҒЫЗСАЙЫМ – ХАН САРАЙЫМ

Қазақстан – табиғаты көркем, жанға жайлы әсем жерлерге өте бай. Жер жаннаты  – Жетісу, асқ…