Басты бет Өңір тынысы ТИРИКЧИЛИКНИҢ ҚАЙНИҒАН ПӘЙТИ

ТИРИКЧИЛИКНИҢ ҚАЙНИҒАН ПӘЙТИ

0
1,491

Һәр бир пәсилниң өзигә тәәллуқ реҗиси, иш қайними болиду. Чиллә яз пәслиниң иккинчи ейидур. Бу күнләрдә адәмләрниң қизғин әмгәк етип, мәйли инсанға, мәйли мал-варанға һаҗәтлик йемәк-ичмәкләрни тәйярлайдиған мәвсүми болуп, әмгәкниң раса қайниған мәзгилидур. «Күндин қалдиң айдин қалдиң, айдин қалдиң жилдин қалдиң», дегән ибарини мәккәм әстә тутқан йеза әмгәкчилири тирикчиликниң һәр саһасида шиддәтлик әмгәк үлгисини яратмақта.


Наһийәмиздики тәшкил етилгән дехан егиликлири, тиҗарәтчиләр, йеза деханлири бу күнләрдә қизғин ишқа киришкән. Шуни очуқ ейтимизки, июнь айлириниң оттурилиридин башлап наһийәмизниң төвәнки зонисида истиқамәт қиливатқан әмгәкчилиримиз бүгүнки күнниң дарамити һесапланған абрикос вә шаптула охшаш мевилик дәрәқләрдин бағ бәрпа қилиш, униңдин елинған мевә-чевиләрни һаҗәтлик орунларға өткүзүш ишлирини муваппәқийәтлик өткүзүп, әҗригә мувапиқ дарамәт кәлтүргәнликлири билән мәмнун болди. Новәт тағ бағриға җайлашқан йезилиримиздики абрикос мевилирини жиғиш билән қизғин һәрикәттә болмақта. Улар қолидики бағ мәйданлиридин үнүмлүк пайдилинип, һаҗәтлик орунларға бу йәл-йемишларни оттура һесап билән килограмини 150-200 тәңгидин өткүзүп, өзлириниң еһтияҗиға пайдиланмақта. Умумән бу тирикчилик наһийә хәлқиниң ихтисадий әһвалини яхшилашта муһим амилларниң бири һесапланмақта. Биз бу тоғрилиқ наһийәлик йеза егилиги бөлүминиң баш мутәхәссиси агроном — Реһимҗан Амаров билән сөзләшкинимиздә төвәндики реҗиләнгән тирикчилик тоғрилиқ ейтип бәрди. У:
-Наһийә бойичә ҖЧЙ мәһкимиләр вә шәхсийләр болуп 2919 гектар бағ бәрпа қилған. Асасидин абрикос, алма вә яңақ охшаш мевилик дәрәқлири тәшкил қилиду. Униң 838 гектариға алма, 2082 гектариға абрикос, шаптула вә яңақ олтарғузулған. Бу мйдандин тиҗарәтчилиримиз бийил мол һосул йетиштүрди. Шундақла, Сүмбә мәһәллиси әтрапиға йеңидин 480 гектар мәйданға «КАЗАГРОПЛАНТС» ЖЧЙғи 480 гектар мәйданға яңақ вә башқиму мевилик дәрәқ олтарғузса, «Аpplword» ҖЧЙғи Түгмән жутида 126 гектар мәйданға алма, абрикос охшаш мевилик дәриғини олтарғузуп йетилдүрмәктә.
Шуниму алаһидә тәкитләш лазимки, мал озуғини тәйярлаш бүгүнки күндә қәтъий қолға елинған. Бәхиткә яриша, бийил һава райиниң йеғин-йешинлиқ болуши сәвәплик, малға һаҗәтлик йәм-хәшәк топлаш ишлириму изчиллиқ билән қолға елинған. Хусусән, малға чөп тәйярлашниң бериши наһийәмиз бойичә бир хиллиққа егә. Чүнки мал озуғини тәйярлаш барлиқ кооператив, дехан егилиги вә шәхсийләрниң ишләватқан тирикчилиги көңүлдин чиқмақта. Наһийә бойичә чөп тәйярлаш 116600 тонна болса, һазирқи күндә униң 58330 тоннаси тәйярлинип, мәхсус орунларға йәткүзүлгән. Асасән бу тирикчилик жәриянида Чарин, Таштиқарису, Чоң Ақсу округи әмгәкчилириниң ишлири тилға аларлиқ. Җәмләп ейтсақ, бийил һәр қайси округ әмгәкчилири қишни йәм-хәшәк билән мунасип күтүвелиш имканийитигә егә. Барлиқ җайлардики бүгүнки асасий малға болған чөп жиғишни рәткә кәлтүрүш ишлири мәхсәткә мувапиқ жүргүзүлмәктә. Һазир пәқәт әмгәкчиләр тәрипидин терилип пәрвиш қилған бедә, қара бедә вә испорцет бойичә тәйярланған мәһсулатлар жиғилмақта,- дәп мал озуғини тәйярлаш бойичә наһийәдики тирикчилик һәққидә сөзләп бәрди.
Мутәхәссис мал озуғиға йәнә тәйяр турған тәбиий пичәнликләр, көмүқонақ ғолидин жиғивелинидиған силосларниң әнди қолға елинидиғанлиғини, бийил малларни қиштин чиқиришта проблема болмайдиғанлиғини қошуп ейтти. Шундақла, малчилар малларни күнниң иссиғиға урундурмай, салқин яйлақта тутуши, малниң семизлиғини ашурушта зор муваппәқийәт беридиғанлиғини билип, «Чалкөде» яйлиғида туруватқанлиғидинму мәлумат бәрди.
Хәлиқниң ихтисадий әһвалини яхшилашта бәрпа қилинған бағ билән беқип өсүрүватқан малларниң нә қәдәр пайдилиқ екәнлигини әмәлиятта көрүп, униң тәмини тартқан әмгәкчиләр вақит билән һесаплашмай, тәр төкүп әмгәк әтмәктә. Һә, «Қишниң ғемини язда қил» дегән мақалға әмәл қилған әмгәкчиләр мошу күнләрдә шиддәтлик әмгәк әтмәктә.

Худавәди 
МӘҢСҮРОВ 

  • Ялғузниң яри…

    (Яки атиниң ағриған қәлби) (һекайә) У күн бойи, ай бойи, жил бойи ялғуз болуватқинини жүри…
  • Хәсийәткә толған мунбәт макан

    ЙЕҚИНДА ТАЛДИҚОРҒАНДА «ХӘСИЙӘТЛИК ҚАЗАҚСТАН» ҖУМҺУРИЙӘТЛИК ИЛМИЙ-ТӘТҚИҚАТ МӘРКИЗИНИҢ УЮШТУ…
  • ЙЕҢИ САНАӘТ – ДӘВИР ТӘЛИВИ

        Қазақстан дуниядики һәр хил синақларға тақабил туруп, сүръәт билән ихтисадий тәрәққият…

Добавить комментарий

Ваш e-mail не будет опубликован. Обязательные поля помечены *

БАСҚА ЖАҢАЛЫҚТАР

Жаңа мектеп ашылды

Шонжыда жаңа білім ордасы өз шәкірттеріне есігін айқара ашты. Үш қабатты ғимарат 900 оқушы…