Мән бу мәктүпни дәрткә толған арман билән йезиватимән, десәм, хата болмиса керәк. Чүнки қериғанда бешимизға чүшкән бу тәшвиштин өзәмни қоярға жай тапалмай қалдим. Келинимниң әйиви түпәйли йолдишим иккимиз нәврилиримизниң дидариға тоюштин қийналмақтимиз. Йешим атмиш сәккиздә, йолдишим йәтмиш яшни егилигән. Үч нәпәр пәрзәндимиз бар. Ялғуз қизим турмушқа чиқип, өз һәләкчилиги билән өзи болуп кәткән. Чоң оғлумизни жигирмә бир йешида өйләндүрдуқ. Кичик …