Бүгүнки таңда чүшкиргән яки йөтәлгән адәмни байқисақ, өз-өзимиздин қорқидиған болдуқ. Чүнки интайин тез тарайдиған хәтәрлик ағриқ һәммимизни әндишә қамалиға қамап қойди. Елимиздики бемарларниң сани күндин-күнгә көпийип, жүригимиздики қорқунуч һиссияти техиму күчәймәктә. Худаға шүкри, наһийәмиздә һелигичә коронавирус билән ағриғанлар ениқланмиди. Бирақ тумшуғимизға тақалған ховупқа бепәрвалиқ тонутушқа әсла болмайду. Шу сәвәплик өлкимиздә сақлиқ чарилири күчәйтилип, 1-апрельдин башлап наһийәгә киридиған йолларға блок-постлар қоюлған …